Ма шиңруй қәдимки күсән мәдәнийитини “җуңхуа миллити ортақ еңи” бәрпа қилиш қурулушиға тәтбиқлашни тәләп қилған
2024.01.02
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй хитайниң уйғурларни хитайға ассимилятсийә қилиш пилани болған “җуңхуа миллити ортақ еңи” бәрпа қилиш қурулушини уйғурларниң қәдимки буддизм дәвридики күсән мәдәнийити билән тәтбиқлаш һәм юғурушни оттуриға қойған.
Хитай таратқулириниң билдүрүшичә, ма шиңруй бу тәләпни 31-декабир йеңи йил һарписида куча қатарлиқ җайларда тәкшүрүштә болғанда оттуриға қойған.
“шинҗаң гезити” ниң 2-январ күни бәргән бу һәқтики хәвиридә, ма шиңруй 31-декабир күни байинғолин области билән ақсу вилайитидә тәкшүрүштә болған болуп, у бу җайлардики енергийә байлиқи ишләпчиқириш саһәлирини көздин кәчүргәнлики, униң һәр дәриҗилик партийә вә һөкүмәтләрдин “дөләтниң енергийә бихәтәрликигә капаләтлик қилиштики муһим мәсулийәтни қәтий зиммисигә елиши” ни, мәзкур районда “дөләтниң енергийә байлиқиға истратегийәлик капаләтлик қилиш базиси бәрпа қилиш қәтий қоллаш” ни тәләп қилғанлиқи билдүрүлгән.
Ма шиңруйниң байинғолин области билән ақсу вилайәтидики енергийә байлиқи ишләпчиқириш саһәлирини көздин кәчүрүши, униң йеқинқи икки йилдин бери кәң көләмдә мәбләғ салған токлуқ аптомобил батарейәси вә күнтахта материяллириниң баһаси қаттиқ чүшүп кетип, райондики йеңи енергийә материяллири санаити җиддий риқабәткә дуч кәлгән бир пәйттә елип берилған. Болупму ма шиңруй “куча тарихи мәдәнийәт шәһәрлири көргәзмә зали” вә куча конашәһрини қайта өзгәртиш қурулушини көздин кәчүргәндә, қәдимки күсән буддизм мәдәнийитини “җуңхуа миллити ортақ еңи бәрпа қилиш” қа тәтбиқлап, уни “кишиләр қәлбиниң чоңқур қатлимиға тәсир көрситиш” ни тәләп қилиши диққәт қозғиди. Ма шиңруй сөзидә, “куча мәдәнийити тәтқиқат хизмитини яхши ишләп, кучаниң мол тарихий вә мәдәнийәт ядикарлиқлирини қезиш вә униңдин яхши пайдилиниш; ‛җуңхуа миллити ортақ еңи‚ни һәқиқий җисим, һәқиқий көрүнүш вә пакитлар арқилиқ толуқ намаян қилиш” ни тәләп қилған.
Хитай һөкүмити йеқинқи икки йилдин бери нурғун мәбләғ аҗритип, исламийәттин бурунқи уйғур буддизм мәдәнийитиниң бөшүки болған кучаниң қәдимки конашәһәр рәстисини хитайниң кона сулалиләр дәвридики пайтәхти чаңән шәһириниң шәклидә ясап чиқмақчи болған иди.