Ма шиңрүй қамал сияситидә хараблашқан иқтисадни әслигә кәлтүрүшни тәкитлигән

Мухбиримиз җәвлан
2022.12.14

Хитай таратқулириниң хәвиридин қариғанда, уйғур аптоном районлуқ партком секретари ма шиңрүй вә һөкүмәт рәиси әркин туняз 13-декабир күни үрүмчидики бир қанчә орунға берип хизмәтләрни көздин кәчүргәндә иқтисадни тездин әслигә кәлтүрүшни тәләп қилған.

Ма шиңрүй билән әркин туняз алди билән үрүмчидики дивопо айропортиниң йолучи вә йүк тошуш контрол мәркизи, хитай нефит тошуш чәклик ширкити, “шинҗаң йипәк йоли хәлқара арамгаһи” қатарлиқ орунларда хизмәт тәкшүргәндә, һәр қайси орунларниң сиясий аңни юқири көтүрүп, бир яқтин юқумни тизгинләп, бир яқтин иқтисадни әслигә кәлтүрүшни тәкитлигән.

Ма шиңрүй қатарлиқлар үрүмчи дивопо айропортиниң “бир бәлвағ бир йол” қурулушидики муһим қатнаш түгүни икәнликини, қамалдин кейинки тошуш мулазимитини тездин әслигә кәлтүрүшини тәләп қилған; хитай нефит тошуш чәклик ширкитигә барғанда, ширкәтниң техника йеңилаш қәдимини тезлитип, хитайни енергийә билән тәминләшкә капаләтлик қилишини тәләп қилған; “шинҗаң йипәк йоли хәлқара арамгаһи” ға барғанда болса, бу орунниң саяһәтчиликни раваҗландурушта башламчи болушини тәләп қилған.

Ма шиңрүйниң бир күндә үч орунға берип, иқтисадни тездин әслигә кәлтүрүшини тәләп қилиши бир җәһәттин хитайниң айлардин буян давамлишип кәлгән қамал сиясити кәлтүрүп чиқарған зиянни толдурушни мәқсәт қилған болса, бир яқтин хитайниң амалсиз қелип өз һакимийитини қоғдаш үчүн болсиму иқтисадни әслигә кәлтүрүшкә мәҗбур болғанлиқини көрситип бәргән. Индиана университетиниң профессори гарднер бовиңдон 9-декабир күни уйғур академийәси уюштурған “ирқий қирғинчилиқ давамлишиватқанда уйғур мәдәнийитини қоғдаш хәлқара илмий муһакимә йиғини” да хитай компартийәсидәк рәзил бир һакимийәтниңму кәң көләмлик намайиш алдида өзини дәңсәп, инсанлиққа апәт ковид сияситини бошитип, иқтисад вә турмушни җайиға чүшүрүшкә мәҗбур болғанлиқини ейтқаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.