Ма шиңруй биңтүәнниң нопус көтүрүш сиғимчанлиқини күчәйтишни тәләп қилған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.09.20

Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй 18-сентәбир “шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни” ниң ғулҗада турушлуқ 4-дивизийәсиниң көкдала шәһирини көздин кәчүргәндә, биңтүәнниң нопус көтүрүш сиғимчанлиқини күчәйтип, биңтүән билән йәрликниң юғурулушини тезлитишни тәләп қилған. Бу ма шиңруйниң хитай рәһбири ши җинпиң өткән айниң ахирлири җәнубий африқадин қайтиш сәпиридә туюқсиз үрүмчидә тохтап, уйғурларға қаритилған қаттиқ қол сияситини техиму күчәйтишни, “тәстә қолға кәлгән иҗтимаий муқимлиқни сақлаш йәнила әң муһим вәзипә болуши” ни, муқимлиқни “тәрәққиятқа капаләтлик қилиш” үчүн ишлитишни, районда “исламни хитайчилаштуруш” ни давамлиқ алға сүрүшни тәләп қилишидин бери, тунҗи қетим ғулҗада тәкшүрүштә болушидур.

“тәңритағ тори”, “шинҗаң гезити” қатарлиқ һөкүмәт таратқулириниң хәвәр қилишичә, ма шиңруй қазақистан билән болған қорғас чеграсидики көкдала шәһиридә тәкшүрүштә болғанда, йәрлик әмәлдарларға йолйоруқ берип, биңтүән билән йәрликниң юғурулушини тезлитиш, хитайниң райондики йерим қораллиқ йерим ишләпчиқириш гәвдиси болған биңтүәнниң нопус көтүрүш сиғимчанлиқини ашурушни тәкитлигән. Ма шиңруй мундақ дегән: “ббиңтүәнниң тәрәққият иқтидарини ашурушқа әһмийәт берип, биңтүән билән йәрликниң һәр җәһәттики байлиқ тәқсиматини маслаштуруп вә әлалаштуруп, биңтүәнгә қарашлиқ дивизийә, шәһәр, полк вә мәйданларниң игилик вә нопус көтүрүш сиғимчанлиқини юқири көтүрүшни тезлитишимиз керәк.”

Ма шиңруй, биңтүәнниң “йетәкчи игиликини күчәйтишкә әһмийәт берип, иқтисадий көлимини үзлүксиз кеңәйтишни, юқири өлчәмлик вә юқири сүпәтлик шәһәр-базар пиланлаш қурулушини алға сүрүп, санаәт билән шәһәрләрни, шәһәр билән йезиларни бир гәвдиләштүрүшни чоңқурлаштуруши, униң радиятсийә күчи, һәрикәтләндүргүчи күчи вә җәлп қилиш күчини үзлүксиз юқири көтүрүш” ни тәләп қилған.

Хитай һөкүмити 2017-йили башлап уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилиштин бурунла биңтүәнниң сиясий, иқтисадий тәсири, аталмиш “муқимлиқ” ни сақлаштики ролини күчәйтип, униң нопуси вә көлимини тез сүрәттә кеңәйтишкә киришкән. Хитайниң райондики мәзкур йерим қораллиқ йерим ишләпчиқириш гәвдиси болған биңтүән илгири канада, америка, явропа иттипақи, әнглийә қатарлиқ дөләтләр тәрипидин уйғурларни бастурушта ойниған актип роли сәвәблик җазаланған.

“шинҗаң гезити” ниң ейтишичә, ма шиңруй биңтүән даирилиригә йәнә “партийәниң йеңи дәврдики шинҗаңни башқуруш истратегийәсини толуқ, тоғра вә әтраплиқ әмәлийләштүрүп, юқири сүпәтлик тәрәққиятни нуқтилиқ чиң тутуш” ни тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.