Көзәткүчиләр, ма шиңрүйниң “җуңхуа милләтлири ортақ еңини мустәһкәмләш—тарихий муқәррәрлик” дегән сәпсәтәси қаттиқ әйиблиди
2024.12.25
Хитайчә “тәңритағ тори” 25-декабир елан қилған бир хәвәргә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ парткомниң секритари ма шиңрүй “биринчи қол башлиқ һәммигә мәсул болуш” ролини ишқа селип, аптоном районлуқ сиясий кеңәшниң “җуңхуа милләтлири ортақ еңини давамлиқ мустәһкәмләш” тәклип лайиһәсиниң иҗра қилиниш әһвалидин берилгән доклатни аңлиған.
Йиғинда ма шиңрүй сөз қилип, “шинҗаң көп милләтлик чегра район, шуңа җуңхуа милләтлири ортақ еңини мустәһкәмләш җәмийәтниң муқимлиқи вә узақ муддәтлик әминликини сақлашта интайин муһим әһмийәткә игә” дегән һәмдә барлиқ милләтниң “җуңхуа еңи” ни мустәһкәмләшниң “тарихий муқәррәрлик, пәвқуладдә муһим вәзипә” икәнликини тәкитлигән.
2024-Йилниң бешида, уйғур аптоном районлуқ сиясий кеңәш әзалири сунған “җуңхуа милләтлири ортақ еңини давамлиқ мустәһкәмләш” тәклип лайиһәсидә, уйғур елидики һәр милләт аммисини мәдәнийәт, иқтисад, җәмийәт, һәтта писхологийә җәһәттин бир гәвдиләштүрүш, йәни “җуңхуа еңи” ға муҗәссәм қилиш, буниң үчүн “җуңхуа милләтлири ортақ еңини мустәһкәмләш” ни маарип тәрбийәсигә киргүзүш, “милләтләр бир аилә” паалийәтлирини қанат яйдуруш, һәр милләт яшлирини өзара пикир алмаштурушқа йетәкләш қатарлиқ тәклипләр берилгән.
Хитай вәзийитини көзәткүчиләр “хитайниң миллий ассимилятсийә сиясити” дәп қараватқан “җуңхуа милләтлири ортақ еңини мустәһкәмләш” сиясити, мәзкур хәвәрдә “партийәниң йеңи дәвр милләтләр сиясити, шундақла милләтләр хизмитиниң түп линийәси” дейилгән. Уйғур аптоном районлуқ парткомниң 10-нөвәтлик қурултийидин кейин қурулған “җуңхуа милләтлири ортақ еңини мустәһкәмләш хизмити партком рәһбәрлик гурупписи”, партком бирликсәп бөлүми қатарлиқ 20 нәччә идарә-органни йетәкләйдикән. Бу органлар хитай даирилириниң “җуңхуа еңини мустәһкәмләш” намидики миллий ассимилятсийә сиясити үчүн бирликтә пилан түзүп, бирликтә хизмәт орунлаштуруп, бирликтә һәрикәт қилип, 14 област, вилайәт, шәһәрдә “милләтләр бир аилә” паалийити қанат яйдуридикән.
Америкадики сиясий обзорчи ху пиңниң радийомизға билдүрүшичә, “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләш” сиясити, хитай тили вә хитай байрамлирини уйғур қатарлиқ милләтләргә теңиш йоли билән иҗра қилинмақта икән. Буниңдики мәқсәт башқа милләтләрни хитайдин пәрқсиз һаләткә елип келиш болуп, маһийәттә бу уларниң миллий мәвҗутлуқини чәткә қеқиш вә ахирида уларни еритип йоқитиш сияситиниң дәл өзи икән.