Ма шиңрүй қәшқәрдә “муқимлиқ” вә “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” ни мустәһкәмләшни тәләп қилған
2024.11.06
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй қәшқәрдә мәхсус хизмәт зияритидә болған болуп, униң қәшқәрдә “җәмийәт муқимлиқи” вә “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” ни йәниму мустәһкәмләш тоғрилиқ мәхсус көрсәтмә бериши, көзәткүчиләрниң күчлүк диққитини қозғимақта.
Хитайниң “тәңритағ тори” вә “шинҗаң гезити” қатарлиқ һөкүмәт таратқулириниң хәвиригә қариғанда, ма шиңрүй 11-айниң 4-күнидин 5-күнигичә қәшқәр вилайитидә мәхсус хизмәт тәкшүрүшидә болған. У бу җәрянда мәкит вә йопурға наһийәлиридики җамаәт хәвпсизлик идарилири, сақчихана, сақчи понкитлирини көздин көчүргән, шундақла сақчи органлириниң қаттиқ зәрбә беришни давамлаштуруш һәққидә көрсәтмә бәргән.
Хәвәрдә дейилишичә, ма шиңрүй “җәмийәт муқимлиқини қоғдашни баш орунға қоюп, террорлуққа қарши туруш, муқимлиқни қоғдашни йәниму чиңитиш керәк. ‛үч хил күч‚ кә қаттиқ зәрбә бериштәк юқири бесимлиқ һалитини қәтий тәврәнмәй сақлап, йошурун хәвпни йүз беришти бурун, йәни бөшүкидила уҗуқтуруш керәк” дегәнләрни тәкитлигән.
Ма шиңрүй йәнә мундақ дегән: “җәнубий шинҗаңниң пүткүл шинҗаң хизмитидики алаһидә муһим орнини чоңқур игиләп, җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләштин ибарәт асасий линийәни чөридәп, биңтүән билән йәрликниң юғурулушини күчәйтиш керәк…; дин ишлирини идарә қилиш иқтидарини йәниму күчәйтип, ислам динини хитайчилаштуруш қәдимини чоңқур алға силҗитиш керәк.”
Игилинишичә, хитай компартийәси мәркизий комитети сиясий биюросиниң даимий әзаси, хитай мәмликәтлик сиясий кеңишиниң рәиси ваң хуниң техи йеқинда уйғур елиниң қәшқәр вә хотән вилайәтлиридә тәкшүрүштә болғанда, муқимлиқ тәдбирлири билән “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” ни күчәйтишини тәләп қилған иди. Көзәткүчиләр, ваң хуниңниң арқисидин ма шиңрүйниң йәнә қәшқәргә берип, җамаәт хәвпсизлик идарилири, сақчихана вә сақчи понкитлирини зиярәт қилиши һәмдә юқири бесимлиқ зәрбә беришни давамлаштурушни тәләп қилиши, уйғур елиниң сиясий вәзийитиниң техиму яманлишидиғанлиқидин дерәк бериду, дәп қаримақта.