Ма шиңрүйниң чағанлиқ һал сораш зиярити хитай еңини тәшвиқ қилиш паалийити болған

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.02.14

“шинҗаң гезити” ниң 14-феврал күнидики хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй уйғур елиниң җәнубидики хотән, қәшқәр вә ақсу қатарлиқ бәш вилайитидә елип барған чағанлиқ һал сораш зияритидә, хитай мәдәнийити вә хитай еңини күчәйтишни тәкитлигән.

Ма шиңрүй бу қетимлиқ зияритидә җәнубтики вилайәтләрдә хизмәтләрни яхши ишләш һәққидә йолйоруқ бәргәндә:

 “җуңхуа миллити кимликни күчәйтип, кишиләрниң қәлбини муҗәссәмләп, мәдәнийәт билән озуқландурушни чоңқурлаштуруп, җуңхуа миллити еңи туйғусини күчәйтиш керәк. Бу, шинҗаңни тәрәққият қилдуруш вә узун муддәтлик әминликкә игә қилишниң асаси” дегән.

Йиллардин буян, хитай һөкүмитиниң “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләш” вә “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” дегәндәк намлар астида мустәмликә вә ассимилятсийә сияситини иҗра қилип кәлгәнлики вә бу арқилиқ уйғур елини мутләқ хитайниң макани қилмақчи болғанлиқи мәлум.

 Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң тәтқиқатчиси мая ваң “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш қурулуши” тоғрулуқ қилған сөзидә, “хитай һөкүмитиниң аталмиш ‛мәдәнийәт қурулуши‚ уйғурларни хитайлаштуруш, бу әмәлийәттә инсанийәткә қарши җинайәт түсини алған” дәп көрсәткән.

Хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиңму йеқинда бейҗиңда чиқидиған хитай компартийәсиниң орган журнили “издиниш” та мәхсус мақалә елан қилип, “җуңхуа миллитиниң улуғ гүллинишиниң муқәррәр һалда һәрқайси милләтләрниң юғурулуши давамида ишқа ашидиғанлиқи” ни илгири сүргән иди.

Доктор һенри шаҗескигә охшаш мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, нөвәттә хитай һөкүмитиниң уйғур елиниң чәт районлардики йеза-қишлақлириғичә уйғурларни мәҗбурий ассимилятсийә қилиш, мәҗбурий хитайлаштуруш һәрикити техи хитай һөкүмитиниң күткинидәк нәтиҗә бәрмигән, шу сәвәбтин хитай һөкүмитиниң бу һәрикәтни техиму күчәйтиш еһтимали бар икән.  

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.