Ма шиңрүйниң ислаһатни чоңқурлаштуруш нишани йәнила муқимлиққа, биңтүән билән йәрликни бирләштүрүшкә мәркәзләшкән

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.02.19

“тәңритағ тори”, “шинҗаң гезити” ториниң 19-феврал чиқарған хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ партком секретари ма шиңрүй 2-айниң 19-күни ечилған “ислаһатни омумйүзлүк чоңқурлаштуруш ислаһат комитети” чақирған йиғинда сөз қилип, биңтүән билән йәрликниң бир гәвдилишишини тезлитиш үчүн биңтүән билән йәрлик партком рәһбәрликиниң һәмкарлиқи вә мәсулийәт түзүмини күчәйтиш, биңтүән билән йәрликтики һәр милләт хәлқиниң иттипақлишип, мәдәнийәттә юғурулуп кетишини әмәлгә ашуруш, биңтүән билән йәрликниң иқтисадий җәһәттики гирәләшмә тәрәққиятини илгири сүрүш қатарлиқларни тәкитлигән.

Ма шиңрүй бу қетим йәнә, “шинҗаңниң муқимлиқини сақлашни биринчи орунға қоюш” һәққидә йолйоруқ бәргән, буниң үчүн “террорлуққа қарши туруп муқимлиқни қоғдашни қанун-түзүм җәһәттин күчәйтиш” керәкликини тәкитлигән. Бу әмәлийәттә хитай даирилириниң сабиқ әмәлдар чен чүәнго дәвридин башлап күчәйткән “террорлуққа қарши туруп муқимлиқни қоғдашни даимлаштуруш” сияситиниң әмди давамлиқ иҗра қилидиған қанун-түзүмгә өзгирип, уйғурларни давамлиқ бастурушниң қәбиһ васитисигә айланғанлиқидин дерәк бәргән.

Биңтүән қурулғандин буян, хитай мәркизий һөкүмити уни “шинҗаңниң муқимлиқини сақлаш” ниң һәрбий вә иқтисадий таянч күчи қилип келиватқан болуп, адриян зенз қатарлиқ тәтқиқатчиларниң доклатидин қариғанда, ши җинпиң һоқуқ тутқан 10 йил мабәйнидә биңтүән алаһидә етибарға еришип, бир яқтин уйғурларни кәң көләмлик бастурушқа қатнашса, бир яқтин йүз миңлиған лагер тутқунлирини қул әмгикигә селип, униңдин пайдилинип кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.