Хитай һөкүмити маһинур қасимини американиң “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” гә қарши сөзләткән

Мухбиримиз ирадә
2019.12.26

Америка авам палатаси йеқинда “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” ни йүксәк аваз билән қоллиғандин кейин хитай даирилири уйғур елида кәң көләмдә американи әйибләш һәрикити қозғиған.

Бу һәрикәткә асасән һазирғичә уйғур елидики һәрдәриҗилик рәһбирий кишиләр, кадирлар вә хәлқ аммиси һәм шундақла аллиқачан пенсийәгә чиқип болған уйғур әмәлдарларму американиң бу һәрикитини әйибләшкә селинмақта.

26- Декабир күни хитайниң “тәңритағ” торида йәнә 1940-йиллардики шәрқий түркистан инқилаби рәһбәрлиридин мәрһум әхмәтҗан қасиминиң рәпиқиси, хитай мәмликәтлик аяллар бирләшмисиниң сабиқ муавин рәиси, уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң сабиқ муавин мудири маһинур қасим ханимниң баянати елан қилинған.

“көзүмни рошәнләштүрүп, һәқ - наһәқни ениқ айрип, америка тәрәпниң рәзил нийитини қәтий паш қилимән вә тәнқид қилимән” мавзусида елан қилинған мәзкур мақалидә мушу хилдики әйибләш мақалилиридә ортақ қоллиниватқан ибариләр арқилиқ америка “хитайниң ичкий ишлириға арилишиш”, “терорлуқ мәсилисидә икки хил өлчәм ишлитиш” билән әйибләнгән. Маһинур ханимниң мақалисидә “америка тәрәп гүлләнгән, муқим шинҗаңни көрүшни халимай, очуқ - ашкара пакит ойдуруп чиқип,...Шинҗаңниң террорлуққа қарши туруш, әсәбийликни түгитиш үчүн көрсәткән ғайәт зор тиришчанлиқиға зәһәрхәндилик билән һуҗум қилди, шинҗаңниң кишилик һоқуқ ишлирида қолға кәлтүргән ғайәт зор мувәппәқийәтлиригә қәстән төһмәт қилди,” дегән сөзләр орун алған.

Һалбуки, бу йил 6- айда әхмәтҗан қасиминиң һазир австралийәдә яшаватқан чәвриси нурийә қасими өз аилисиниң әһвалини асас қилип туруп, чәтәлләрдики уйғур җамаитиниң юртидики уруқ - туғқанлири билән алақә қилалмаслиқ қатарлиқ сәвәбләр түпәйли учраватқан еғир роһий бесими һәқққидә гуваһлиқ бәргән иди. Нурийә қасими шу қетим  падишаһлиқ мелбурн технологийә институти қармиқидики “шәһәр журнили” ниң 10-июн саниға бесилған мақалидә қилған сөзидә “йеқинда бир туғқинимизниң түгәп кәткәнликини апамму башқилардин аңлапту,” дегән. Шундақла аписиниң һечқандақ туғқанлири билән алақилишиш имканиниң болмиғанлиқи яки вәтәнгә берип дәпнә мурасимиға қатнишалмиғанлиқини сөзләп бәргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.