Хитай даирилири уйғур районида малария (бәзгәк) кесилиниң пүтүнләй түгигәнликини елан қилди

Мухбиримиз әркин
2019.12.23

Хитай даирилири уйғур аптоном районида малария кесәллики яки уйғур тебабитидики бәзгәк кесилиниң пүтүнләй түгитилгәнлики, йеқинқи 19 йил мабәйнидә һечқандақ кесәллик аламити байқалмиғанлиқини елан қилди.

Шинхуа агентлиқиниң 21‏-декабир хәвәр қилишичә, йеқинда хитай дөләтлик сәһийә-саламәтлик комитети хитай дөләтлик көчмәнләр идариси, хитай дөләтлик таможна идариси қатарлиқ органларниң мутәхәссис вә вәкиллиридин тәшкил тапқан бир баһалаш өмики уйғур районида тәкшүрүш елип берип, районда малария яки бәзгәк кесилиниң пүтүнләй түгигәнлики, мәзкур районниң дөләт бекиткән теббий җәһәттики баһалаш өлчәмлиридин өткәнликини җакарлиған.

‏Баһалаш өмики 16‏-декабирдин 19-декабирғичә районда тәкшүрүш елип берип, юқириқи хуласини чиқарған. Нөвәттә уйғур аптоном районлуқ даириләр йеқинқи 19 йилдин бери районда һечқандақ малария яки бәзгәк кесәллики аламитиниң байқилип бақмиғанлиқини илгири сүрмәктә.

Уларниң хитай таратқулирида қәйт қилишичә, уйғур районида2011-вә 2019‏-йили байқалған 48 кесәллик аламити чәтәлгә бағлинишлиқ икән. Лекин көзәткүчиләр, уйғур аптоном районлуқ даириләрниң районда йүз бәргән юқумлуқ кесәлликлирини изчил мәхпий тутуп келиватқанлиқи, шуңа хитайниң бу җәһәттики санлиқ мәлуматлириниң ишәнчиликлики гуманлиқ икәнликини билдүрмәктә.

Уларниң қаришичә, болупму районда уйғур, қазақ вә башқа мусулманлар ниң DNA амбири қурулуп, 3 милйондәк мусулман лагерларға қамалған, шундақла районда учур қаттиқ контрол қилиниватқан һазирқидәк әһвалда хитайниң санлиқ мәлуматлириға гуман билән қаримаслиқ техиму мүшкүл икән. Хитай һөкүмити илгири омуми хәлқ саламәтлик тәкшүрүши намида райондики йәрлик хәлқләрниң қан әвришкисини йиғип, DNA учур амбири қурған, әмма бу ишларни уларниң хәвирисиз елип барған иди. Хитай тартқулириниң илгири сүрүшичә, уйғур районида әң ахирқи қетимлиқ малария билән юқумлиниш вәқәси 2000‏-йили тохсу наһийәсидә байқалған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.