Муһәммәд файсал: “шинҗаң зиярити һәққидики тәшвиқатниң вақти өтти!”
2020.01.01
Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики бастуруш вә зиянкәшлик қилмишлириға қарши малайсиядики мусулманлар җамаити наразилиқ намайиши қилғандин кейин хитай һөкүмити дәрһал малайсиядики мусулманлар тәшкилатлириға “гүзәл вә тинч шинҗаңни зиярәт қилиш һәмдә шу арқилиқ һәқиқи шинҗаңни чүшиниш” тәклипини сунди.
“малайсия почтиси” гезитиниң 31-декабирдики хәвиридә ейтилишичә, бу малайсия мусулман яшлар һәркитиниң рәиси муһәммәд файсал абдул әзиз хитай һөкүмитигә хитап қилип “шинҗаң һәққидики тәшвиқат алдамчилиқи әмди ақмайду” дегән. Шуниңдәк өзлириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) вә башқа ишәнчлик орунлардин тапшуривалған доклатларни тәпсилий оқуп чиққанлиқини, хитай һөкүмити елан қилған “әсәбийликниң алдини елиш” һәққидики низамлар вә һөҗҗәтләрдә ейтиливатқан аталмиш “әсәбийлик” ниң әмәлийәттә һиҗаблиниш, сақал-бурут қоюш, һалал озуқлиниш дегәндәк әқәллий исламий адәтләр икәнликини көрсәткән.
Муһәммәд файсал хитай әлчиханисиға йоллиған баянатида б д т вә башқа тәшкилатларниң мустәқил көзәткүчилириниң мустәқил тәкшүрүшигә йол қоюлғанда андин буни тәкшүрүш, дейишкә болидиғанлиқини тәкитлигән.