Малайсия уйғурларға қаритилған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тәкшүридиғанлиқини елан қилди
2019.12.30
Малайсия ташқи ишлар министири сәйфәттин абдулла хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритилған етник кәмситиш вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тәкшүридиғанлиқини елан қилған. Сәйфәттин абдулла бу сөзләрни малайсияда уйғурларниң вәзийитигә даир муназирә қозғалған, шундақла хитайниң уйғурларни бастурушиға қарши кәң көләмлик намайишлар партлиған мәзгилдә қилған.
Бу муназирә вә намайишлар хитай һөкүмити 12-айниң оттурилирида “шинҗаң сәнәт өмики” ни малайсияға елип чиқип, өзиниң уйғур районидики сияситини кәң көләмлик ақлашқа киришкәндин кейинла партлиған. Түркийә анатолийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, малайсия ташқи ишлар министири сәйфәттин абдулла һөкүмәтниң малайсия “хәлқара исламий чүшәнчә вә мәдинидәт иниститути” ни уйғурларға қаритилған зулум вә тутқунларға даир баянларни тәкшүрүшкә буйриғанлиқини билдүргән.
Сәйфәттин абдулла малайсияниң уйғур мәсилисигә соғуққан позитсийә тутидиғанлиқини билдүрүп: “малайсия бу мәсилидә хитай һөкүмитиниң доклатлириға қара қоюқ ишәнмәйду, шундақла уни очуқ ашкариму тәнқид қилмайду” дегән. У, уйғурларниң лагерларға қамилип, хорлашқа учриғанлиқиға даир баянларниң муһимлиқини тәкитләп, “бу баянларниң һәммисини дәлиллишимзи керәк” дегән. Лекин сәйфәттин абдулла бу баянларни қандақ дәлилләйдиғанлиқини чүшәндүрмигән. Мутәхәссисләрниң илгири сүрүшичә, нөвәттә, хитай һөкүмити өзиниң қилмишини рәт қилип, уйғурларға “кәспий тәрбийә” бериванлиқини илгири сүрисиму, лекин униң уйғур мәдәнийити, ана тили вә диний етиқадини чәклигәнлики, милйонлиғлан уйғурни лагерларға қамап, тутқунларни хорлиғанлиқиға даир ишәнчлик дәлилләр бар икән.