Малайсия һөкүмити бир университетни уйғурлар дияридики зулумни тәкшүрүшкә мәсул қилди
2019.12.31
30-Декабир күни малайсия һөкүмити пайтәхт куала лумпурдики “исламий тәпәккүр вә мәдәнийәт хәлқара иниститути” ни уйғурлар дияридики зулумға даир мәсилиләр һәққидә оттуриға чиққан мәлуматларни дәлилләшкә мәсул қилип бекитти. Малайсиядики “боғуз вақти” гезитиниң бу һәқтә берилгән хәвиридә ейтилишичә, малайсия һөкүмити мушу арқилиқ “шинҗаңда уйғурларниң терорлуқ һәркити бар яки йоқлуқини, бу җайда терорлуқниң зади қайси дәриҗидә икәнликини тәкшүрүш” ни үмид қилмақтикән.
Куала лумпурдики уйғурларни қоллиғучи мусулманлар өткән һәптә хитай әлчиханиси алдиға топлинип: “уйғурларға қаритилған қирғинчилиқни тохтисун!” дәп шоар товлиған иди. Хитайниң малайсиядики баш әлчиси бәй тйән болса бу һәқтә чүшәнчә берип: “биз бу хилдики асассиз төһмәтни қобул қилалмаймиз” дегән. Униң бу сөзи малайсия баш министири муһәммәд махатир: “биз малайсияға қечип кәлгән һәрқандақ уйғурни хитайға қайтуруп бәрмәймиз. Хитай һөкүмити тәләп қилсиму өткүзүп бәрмәймиз” дәп баянат елан қилғанниң әтисигә тоғра кәлгән.