Марко робийо корона вирусиниң мәнбәсигә аит йеңи доклатни елан қилидиғанлиқини билдүрди
2023.03.15
Америка кеңәш палата әзаси марко робийо 3-айниң 14-күни тивиттер йоллап, корона вирусиниң мәнбәсигә аит йеңи учурлар асасида тәйярлиған доклатини пат арида елан қилидиғанлиқини билдүргән.
Марко робийо йәнә бу тивиттер һесабида елан қилған 37 секонтлуқ видийосида: “бу вирус уларниң тәҗрибиханисидин чиқип, пүтүн дуняға ямриди. Бу, улар мәңгү етирап қилмайдиған бир пакит. Биздә бу пакитларни бирләштүрүп, у һекайини пүтүнләй өзгәртидиған испатлар толуқ. Һалбуки улар бу һекайини кишиләрниң билип қалмаслиқи үчүн қолидин келидиған һәр ишқа урунуп бақиду” дегән.
2020-Йил хитайдин башлап ямриған ковид вируси пүтүн дуняда 7 милйонға йеқин инсанниң өлүмигә сәвәб болған болуп, үч йилдин буян бу вирусниң мәнбәси һәққидә талаш-тартиш давамлишип кәлгәниди. Хитайниң бу вирусниң мәнбәсини тәкшүрүшкә маслашмиғанлиқи хәлқарада зор гуман қозғап келиватқан мәсилә иди.
Өткән айдин буян бу вирусниң вухәндики тәҗрибиханидин ямриғанлиқи һәққидики учурлар йәнә көпийип қалған болуп, америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) ниң башлиқи кристофер врай (Christopher Wray) 2-айниң 28-күни тунҗи қетим бу һәқтики көз қаришини очуқ ипадиләп, ковид вирусиниң хитайдики тәҗрибиханидин ямриған болуши мумкинликини ейтқаниди.