Марку рубийо, байден һөкүмитиниң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни қәтий вә қаттиқ иҗра қилишини тәләп қилди

Мухбиримиз әркин
2022.07.01

“уйғур мәҗбури әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” ни сунғучилардин бири болған америка кеңәш палатасиниң әзаси марку рубийо 30-июн күни видейо нутуқи елан қилип, байден һөкүмитиниң 21-июндин башлап рәсмий ‍иҗра қилинишқа башлиған мәзкур қанунни қаттиқ вә қәтий иҗра қилишини тәләп қилған.

Марку рубийо сөзидә “бу қанун, мәһсулатлириниң қуллар әмгикидә ишләпчиқирилмиғанлиқини ениқ вә қайил қиларлиқ дәлилләр билән тәминлимигүчә, шинҗаң уйғур аптоном райони (XUAR) яки мәзкур районниң сиртидики мәҗбурий әмгәк программилириға четишлиқ орунлардин мал импорт қилишни чәкләйдиғанлиқи” ни билдүргән.

Рубийо йәнә мундақ дегән: “америка ширкәтлири вә истемалчилири әмди шинҗаң уйғур аптоном районидики уйғур вә башқа мусулманларни асас қилған милләтләрниң азаб-оқубәтлиригә көз юмалмайду. Америка ахири хитай компартийәси вә униң қуллар әмгикини ишлитишигә қарши орнидин дәс турди. Байден һөкүмити бу қанунни чоқум қәтий вә қаттиқ иҗра қилиши керәк.”

Марку рубийониң мәзкур ведийоси йеқиндин бери америка таратқулирида президент байденниң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни бәк қаттиқ иҗра қилмаслиқ тоғрисида бесимға учраватқанлиқи хәвәр қилинип, арқисидинла елан қилинған.

“вашингтон почтиси” гезитиниң обзорчиси җош роген өткән һәптә обзор елан қилип, байден һөкүмитиниң хитайдики ирқий қирғинчилиқ билән йүзлишиш ирадиси кәскин синаққа дуч кәлгәнликини билдүргән иди. У, бир қисим һөкүмәт әмәлдарлириниң вә сода мәнпәәт гуруһлириниң мәзкур қанунни қаттиқ иҗра қилишқа қарши һәрикәт қиливатқанлиқиға даир учурларни алғанлиқи, қанунниң қаттиқ иҗра қилинишиға қарши турғучиларниң ‍өз вақтида бу қанунниң мақуллунишиға қарши турғучилар билән ‍охшаш киши вә гуруһлар икәнликини билдүргән. Җош роген йәнә әгәр ақсарай хитайниң мәҗбурий әмгәк санаитиниң бурунқидәк нормал ишлишигә бошлуқ яртип бәрсә, пүтүн тиришчанлиқларниң карға кәлмәйдиғанлиқи, шундақла уйғур вә башқа зиянкәшликкә учриғучиларниң истиқбали техиму қараңғулишидиғанлиқи” ни ‍ейтқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.