Марко рубио хитай рәиси ши җинпиңниң вәһимә арқилиқ һакимийәт йүргүзүватқанлиқини билдүрди

Мухбиримиз җүмә
2016.01.24

Америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлар иҗраийә комитети баянат елан қилип хитай чоң қуруқлуқи вә хоңкоң қатарлиқ җайларда йүз бериватқан йеқини һадисиләрдин қаттиқ чүчүгәнликини, хитай рәиси ши җинпиңниң пәқәт вәһимә селиш арқилиқ һакимийәт йүргүзүватқанлиқини билдүрди.

Баянатни комитет рәислиридин кристофер смит вә марко рубио бирликтә елан қилған.

Баянатта кристофер смит мундақ дегән: “президент ши ниң қаттиқ истибдатлиқ йолиға қарап өзгириши, кишини биарам қилипла қалмастин, бәлки әкс тәсир пәйда қилиду. Йеқинқи һадисиләргә қариғанда, буниң қачан тохтайдиғанлиқи яки әмди кимниң нишан қилинидиғанлиқи ениқсиз. Һәтта чәтәл вә хоңкоң пуқралириму өзини пүтүнләй бихәтәр һес қилалмайдиған болуп қалди.”

Баянатта йәнә хитайниң йеңи қанунлири қанун иҗра қилиш органлириға өктичиләрни бастуруш һоқуқи бәргәнлики, буниң хитайни барғанчә бир гарнизон дөлитигә айландуруп қоюватқанлиқи көрситилгән.

Марко рубио мундақ көрсәткән: “қисқиси хитай рәиси ши җинпиңниң қанун билән әмәс қорқутуп һакимийәт йүргүзүши, милйонлиған хитай пуқралирини биз америкалиқлар бәһриләнгән негизлик һоқуқлардин бәһрилиниш тәшналиқиға муптила қилди. Әмма уларниң бу хил арзулири қорқутуш, түрмигә ташлаш, қийин - қистақ вә һәтта өлүм җазалириға дуч кәлди.”

Баянатта хитайниң йеқинқи қилмишлири сүпитидә, кишилик һоқуқ адвокатлириниң түрмигә ташлиниши, әмгәк һоқуқни тәрғибатчилириниң бастурулуши, чәтәл пуқралириниң гөрүгә елиниши, хитайни әйиблигүчиләрниң мәҗбурий қайтуруп кетилиши, чәтәл пуқралириниң хорлиниши қатарлиқлар көрситилгән.

Буларниң қатарида уйғурлар һәққидә язған мақалиси түпәйли 31 - декабир хитайдин мәҗбурий чиқирип ташланған фирансуз мухбир урсила готийр вәқәси алаһидә тилған елинған. Баянатта бу һәқтә мундақ дейилгән: “декабирда фирансуз мухбири урсула готийр шинҗаңдики зораванлиқ һәққидики мақалиси сәвәблик хитайдин қоғлап чиқирилди.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.