Ма шиңруй “һәрқайси милләтләр өзара юғурулған” қәшқәрниң йеңи иҗтимаий қурулмисини бәрпа қилишни тәләп қилған
2023.06.01
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй қәшқәрдә зиярәттә болғанда, “нопусни әлалаштуруп, заманивилишишни тезлитиш” һәққидә мәхсус йолйоруқ бәргән. Хитайниң “тәңритағ тори” ниң хәвиригә қариғанда, ма шиңрүй 31-май күнидики қәшқәр зиярити мәзгилидә, қәшқәрниң шәһәр пиланлаш вә қурулуш, санаәт орунлаштуруши вә қатнаш улинишни тезлитишни тәкитләп: “қәшқәр йипәк йоли иқтисадий бәлбеғиниң ядролуқ райониниң муһим таянчиси… униң алаһидә җуғрапийәлик орни вә муһим истратегийәлик орни бар” дәп көрсәткән.
У қәшқәрни җәнубий уйғур дияридики чоң шәһәр топиға айландуруп, “шинҗаңдин ибарәт шаһмат тахтисиниң көзи” гә айландуруш үчүн, “нопусни әлалашқан, һәрқайси милләтләр бир-биригә юғурулған вә сиңдүрүлгән бир иҗтимаий қурулма бәрпа қилиш” қәдимини тезлитиш лазимлиқини билдүргән.
Хитай даирилири йеқиндин буян “нопусни әлалаштуруш вә милләтләрни өзара юғуруветиш” намидики ассимилятсийә сияситини күчәп тәшвиқ қиливатқан болуп, җәнубий уйғур ели, болупму қәшқәр бу сиясий истратегийәниң асаслиқ нишани қилинмақтикән.
30-Май күни йәнә хитайниң “баш тема тәрбийәси мәркәз 15-йетәкчилик гурупписиниң башлиқи ваң гошең уйғур елиға кәлгәндә, “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” хизмити-ши җинпиң ядролуқидики партийә мәркизи комитети бәлгилигән “дөләтниң чоң иши” дәп көрсәткән. У йәнә “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” та кишиләр қәлбини майил қилишни; һәрқайси милләтләрни “партийәниң гепини аңлайдиған, партийәгә миннәтдарлиқ билдүридиған, ‛җуңголуқ‚ болғанлиқидин иптихарлинидиған туйғуға кәлтүрүшни; шундақла ‛җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи‚ ни мустәһкәмләшни тәләп қилған.