Ма шиңрүй қәшқәргә берип, “террорлуққа зәрбә берип муқимлиқни сақлаш” ни қайта тәкитлигән
2023.05.15
Уйғур аптоном районлуқ партком секретари ма шиңрүй 5-айниң 13-, 14-күнлири қәшқәр билән қизилсуда хизмәт тәкшүргән.
Униң бу қетим уйғурлар зич олтурақлашқан вә уйғурларниң миллий кимлик вә мәдәнийәт роһи үстүн болған қәшқәрдә мәхсус тәкшүрүштә болуп, қайтидин “террорлуққа зәрбә бериш” ни тәкитлиши диққәт қозғиди.
“тәңритағ тори”, “шинҗаң гезити” ториниң 14-май күнидики хәвиригә қариғанда у бу җайлардики идийә маарипи, карханилар, чегра еғизи, йеза-асасий қатлам хизмәтлирини көздин кәчүргәндә, йәнила җәмийәт муқимлиқини сақлап, иқтисадни юқири сәвийәдә тәрәққий қилдуруш хизмитини илгири сүрүшни тәләп қилған.
Ма шиңрүй йәрлик кадирларға қилған сөзидә, “җәнубий шинҗаңниң шаһматниң көзидәк муһим әһмийитини тонуш, җәмийәт муқимлиқини сақлашта чиң туруш, террорлуққа зәрбә берип муқимлиқни сақлашни қанунлаштуруш вә даимлаштурушни давамлиқ күчәйтиш” дегәнләрни қайта тәкитлигән.
Қәшқәр хели бурунла пакистанниң гвадар портиға тутишидиған “хитай-пакистан иқтисад каридори” ниң муһим түгүнигә айланған болуп, ма шиңрүй бу қетим қәшқәр вә униң әтрапидики районларни “бир бәлбағ бир йол” ниң ядролуқ иқтисад районлириға айландуруп, әтраптики дөләтләр билән болған сода алақисини күчәйтип, явро-асияға ечилған көврүкниң беши болуш нишанини оттуриға қойған.
У йәнә “җуңхуа милләтлири ортақ еңини күчәйтиш, шинҗаңни мәдәнийәт билән озуқландуруш хизмитини җанлиқ, үнүмлүк елип бериш, һәр қайси милләтләрни мәдәнийәт, иқтисад, җәмийәт, психика җәһәтләрдә йетәкләп, иттипақлишип күрәш қилиш еңини тикләш” қатарлиқларни тәшәббус қилған.
Америкадики туңган анализчи ма җү әпәнди бу һәқтә радийомизға бәргән зияритидә, ма шиңрүйниң “җуңхуа милләтлири ортақ еңини күчәйтиш” дегәнлириниң маһийәттә башқа милләтләрни өзгәртиш, ассимилятсийә қилиш икәнликини билдүрүп, “хитай компартийәси шуни билидуки, охшаш милләт, охшаш идийәдики пуқраларға һөкүмранлиқ қилиш асан. Җуңхуа милләтлири дегәнниң һәммиси қуруқ гәп, хитайлаштурушла раст” дегәниди.