Хитай қәшқәрни дуня мәдәний мираслар тизимликигә киргүзүшкә илтимас қилмиған

Мухбиримиз әркин
2013.07.17

Бу йил 1‏-айда, хитай, қирғизистан, өзбекистан қатарлиқ оттура асиядики дөләтләр йипәк йолини б д т мәдәнийәт, маарип, илим-пән тәшкилатиниң 2014‏-йиллиқ дуня мәдәний мираслар тизимликигә киргүзүшкә рәсмий илтимас қилған.

Хитай тәрәп хенән, шәнши, гәнсу, ниңшядики йипәк йоли ядикарлиқлирини, йипәк йолиниң уйғур елигә тәвә қисмидики нийә харабиси, безәклик миң өйи, қизил миң өй, сим-сим миң өйи, туюқ миң өйи вә қумтура миң өйи қатарлиқ җайларни тизимликкә киргүзүшкә илтимас қилған.

Қирғизистанниң илтимасиға тәңри тағлиридики балбаллар вә қараханийлар пайтәхти баласағун қәдимий шәһири киргүзүлгән. Лекин хитай тәрәп қәшқәр шәһирини илтимас қилмиған.

Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмитиниң қәшқәрни чеқип, көчмән йөткәш пилани болғачқа, мәзкур шәһәрни қәстән илтимас қилмиған.

Явропа иттипақи икки йил аввал қәшқәр шәһирини қоғдаш һәққидә қарар мақуллап, мәзкур шәһәрни чеқишни тохтитиш, уни йипәк йолидики қоғдилидиған дуня мәдәний мирасилар тизимликигә киргүзүшкә илтимас қилишни тәләп қилған иди.

Б д т маарип, мәдәнийәт , илим-пән оргини бу йил тәңритеғиниң көндиләң, төмүр чоққиси, боғда вә байинбулақ қатарлиқ җайлирини дуня тәбиий мираслар тизимликигә киргүзгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.