Аяғбиз қәбристанлиқидин 1700 йиллиқ тарихқа игә нан қезивелинди
2020.04.22
Йипәк йолидики қәдимий мәдәнийәт мәркәзлириниң бири болған хотән вилайитигә қарашлиқ лоп наһийиси сампул йезиси аяғбиз кәнтидики бир қәдимий қәбристанлиқтин йеқинда хитай археологлири буниңдин 1700 йил бурунқи ундин пишшиқлап ишләнгән йемәкликләрниң қалдуқни қезивалған.
“соху” ториниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, бу қәбридин қезивелинған нанлар шу җайдики қәбриләрниң биригә көмүлгән йемәклик сандуқидин чиққан. Нанниң териқ билән буғдай унини арилаштуруп йеқилғанлиқи тәхмин қилиниватқан болуп, униң юмилақ шәклидин башқа әсли рәңгиниң қандақ икәнликини билгили болмас дәриҗидә икән.
Мәлум болушичә, буниңдин илгириму сампул йезисидики қәдимий қәбриләрдин мушуниңға охшап кетидиған һәр хил нанлар көпләп тепилған болуп, қәдимки тарим вадисида яшиған уйғур әҗдадлириниң мәдәнийәт тарихиниң җуласини әкс әттүргән иди. 1980-Йилларда болса тарим вадисидики бир қисим қәдимий қәбриләрдин тепилған момяларниң йил дәври хитай тарихиниң бәш миң йиллиқ тарихидин ешип кәткәнлики үчүн “қайта тәкшүрүлгән” вә “қайтидин бекитилгән” иди.