Уйғур алими мәһмуд кашиғәриниң юрти-опал йезиси саяһәт нуқтисиға айландурулған

Мухбиримиз җәвлан
2022.03.04

“хитай хәвәрлири тори” ниң -март күни чиқарған хәвиридә қәшқәр кона шәһәр наһийәси опал базири парткомниң муавин секритари сүй җюшюниң бу базарни қандақ қилип “мәдәнийәт базири” ға айландурғанлиқи һәққидики иш-излири тонуштурулған.

Сүй җюшю 2014-йил шәндуңдики алий мәктәпни пүттүрүпла конашәһәргә келип хизмәт қилған, опал базириға мәсул болуп ишлигәндин кейин бу җайни хитай мәдәнийити вә партийә сияситини тәшвиқ қилидиған муһим җайға айландурған. Бу төһпилири билән у хәлқ вәкили сүпитидә бейҗиңда өткүзүлүватқан “икки йиғин” ға қатнашқан вә мухбирларға опал “мәдәнийәт базири” ни тонуштурған һәмдә опалдики хәлқни маддий җәһәттин бай қилипла қалмай, мәниви җәһәттинму озуқландуруш керәкликини ейтқан.

Тәһлилчиләрниң билдүрүшичә, опал базири қәшқәр шәһиригә бир йерим саәтлик йол болуп, памир тағлириға саяһәткә бармақчи болғанлар мушу йолдин өтиду. Әң муһими опал йезиси уйғур алими мәһмуд кашиғәриниң туғулған юрти вә мәқбәриси җайлашқан макандур. Хитай секритариниң опал базирини “мәдәнийәт базири” қилип қуруп чиқиши уйғур мәдәнийитини өз җайида көмүп ташлаш, уйғурларниң муһим зиярәтгаһлирини етибарсизлаштуруш вә унтулдуруш үчүн икән. Һәтта униң мәдәнийәт-саяһәт паалийитигә аит орунниң сүритидә бирму уйғурчә хәт көрүлмигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.