Рәһимә мәһмут әнглийәни уйғур мәҗбурий әмгики мәһсулатлирини чәкләшниң қануний тәдбирлирини күчәйтишкә чақирди
2025.01.27
“уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш бирләшмиси” ниң мәсули, д у қ ниң әнглийәдә турушлуқ вәкили рәһимә мәһмут әнглийә парламентиниң кишилик һоқуқ бирләшмә комитетида гуваһлиқ берип, әнглийәдә уйғу мәҗбур әмгики мәһсулатлирини чәкләшниң қануний тәдбирлирини күчәйтишни тәләп қилған.
Рәһимә мәһмутниң гуваһлиқ йиғинида тәкитлишичә, нөвәттә уйғур елидә яки шәрқий түркистанда, “ишләпчиқиришниң асасән барлиқ саһәсиниң қуллар әмгики билән булғанғанлиқиға даир тағдәк дәлилләр бар” икән. Рәһимә мәһмут өткән һәптә өткүзүлгән мәзкур гуваһлиқ йиғинида мундақ деди: “хитай һөкүмитиниң нурғун санаәт вә пахта мәһсулатлирини ишләпчиқиришта мәҗбурий әмгәкни ишлитиватқанлиқи, болупму пахта тоқулмичилиқ саһәсидики мәҗбурий әмгәккә аит тағдәк дәлилләр дуня уйғур қурултийиниң қануни әрз сунушиға йол ачти.”
Дуня уйғур қурултийи илгири лондондики бир сот мәһкимисигә әрз сунуп, “шинҗаң пахта” мәһсулатлириниң әнглийә базириға киришини тәкшүрүшни тәләп қилған. Әнглийә алий соти өткән йили 11-айда чиқарған қарарида, төвән сотниң бурун чиқарған қарарини ағдуруп, әнглийә һөкүмитиниң “шинҗаң пахта” мәһсулатлирини тәкшүрүш вәзиписи барлиқини елан қилғаниди.
Рәһимә мәһмутниң комитет әзалириға билдүрүшичә, әнглийә алий сотиниң қарари “пәвқуладдә муһим” болуп, улар буни қорал қилиш арқилиқ, әнглийәниң мәҗбурий әмгәк қанунини өзгәртишигә һәйдәкчилик қилишни көзлимәктикән. У: “мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң әнглийәгә һазирқидәк әркин кирип-чиқишиға йол қоюшқа болмайду” дәп көрсәткән. Униң қәйт қилишичә, болупму америка “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” мақуллиғандин кейин, мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириға қарши кәскин әмәлий һәрикәтләрни қолланған. У, әнглийәниңму америкаға охшаш бир қанун чиқириши, униң уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләштики “үнүмлүк қорал болидиғанлиқиға ишинидиғанлиқи” ни ейтқан.
Әнглийә парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң бу қетимлиқ гуваһлиқ йиғинида йәнә б б с ниң һөҗҗәтлик филим ишлигүчиси майкел руден, ноттиңхам университети кишилик һоқуқлар тәтқиқат орниниң( лабораторийәсиниң) муавин директори, пирофессор александир тротиримс гуваһлиқ бәргән.