Хәлқара әмгәкчиләр комитети уйғур вә тибәтләрниң ‛кәң көләмдә‚ мәҗбурий әмгәккә селинғанлиқини ашкарилиди

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2025.02.11

Хәлқара әмгәкчиләр комитети мутәхәссислириниң йеңи елан қилған бөсүш характерлик доклатида, уйғур ели вә тибәттики санаәт вә деһқанчилиқниң нурғун саһәлиригә тәсир көрсәткән деһқанларниң йәрлирини игиливелиш вә кәң көләмдә мәҗбурий әмгәккә селишниң мәвҗутлуқи баян қилинған.

Америкадики “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң алий тәтқиқатчиси адриян зенз(Adrian Zenz) x тә хәлқара әмгәкчиләр комитети елан қилған бу доклатқа баһа берип мундақ дегән: “бу доклат уқум җәһәттин интайин тоғра болуп, шинҗаңниң йеқинқи ишсизлиқ әһвалиға қарита көзитиш елип барған вә тутуп туруш, йәни лагерлар системисини өз ичигә алған әң йеңи мәҗбурий әмгәк тәрәққият әһвалини әкс әттүргән”.

Доктор адриян зенз (Adrian Zenz) вә илин лин (I-Lin Lin) му йеқинда “шинҗаңниң йеза игилик ишләпчиқиришида мәҗбурий әмгәк, йәр тартивелип ишлитиш вә мәҗбурий ассимилятсийә қилиш” намлиқ бөсүш характерлик тәтқиқат доклатини елан қилғаниди. Доклатта хитайниң уйғур елидики деһқанчилиқ саһәсидә, болупму пәмидур, қизилмуч, сәбдәргүл вә тәбиий тетитқу (stevia) қатарлиқ мәһсулатларни ишләпчиқиришта мәҗбурий әмгәкниң кәң көләмдә ишлитилгәнликини шундақла асаслиқ хитай ширкәтлириниң йәр ишлитиш һоқуқини уйғур деһқанлиридин мәҗбурий еливалғанлиқини ашкарилиғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.