Кеңәш палата әзаси рон вейдин “уйғур мәҗбурий әмгики йиргинчлик әхлақсизлиқ болупла қалмай, америкалиқ әмгәкчиләргә биваситә тәһдит”

Мухбиримиз ирадә
2023.02.17

16-Феврал күни америка кеңәш палатасиниң малийә комитети (Senate Committee on Finance) “америка сода қанунини йеңилаш, мәҗбурий әмгәккә қарши туруш, америкалиқ ишчиларни қоғдаш” намидики бир испат аңлаш йиғини ачқан болуп, йиғинда хитайниң сода алдамчилиқи һәмдә уйғурларниң мәҗбурий әмгикигә қандақ тақабил туруш мәсилиси нуқтилиқ музакирә темиси болған.

Америка кеңәш палатаси малийә комитетиниң рәиси, кеңәш палата әзаси рон вейдин (Ron Wyden) сөзидә хитайниң сода алдамчилиқи һәмдә дөләт қоллишидики уйғур мәҗбурий әмгикиниң америкалиқ ишчиларниң мәнпәәтигә биваситә зиян селиватқанлиқини нуқтилиқ мәсилә сүпитидә оттуриға қойған.

У сөзидә “сода алдамчилиқиниң әң ярқин мисали уйғурларниң дөләт қоллишидики мәҗбурий әмгәккә селинишидур” дегән. У мундақ дегән: “дөләт қоллишидики мәҗбурий әмгәк уйғур районида әвҗ алди. Хитай һөкүмити бир милйондин артуқ уйғур вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләрни халиғанчә қолға елип, уларни қайта тәрбийәләш лагерлириға ташлиди, уларни аилисидин айрип әң начар шараитта ишләшкә мәҗбурлиди. Хитайниң уйғурларға тутқан бу муамилиси пәқәтла бир йиргинчлик әхлақсизлиқ мәсилиси әмәс, бәлки америкалиқларниң хизмитигә биваситә тәһдит әп келидиған мәсилидур”.

У мундақ дегән: “математика интайин аддий. Хитай ширкәтлири интайин төвән мааш вә муһитни халиғанчә булғаш арқилиқ америка базарлирини әрзан баһалиқ таварлар билән толдурувәтти. Бизни риқабәттә аҗиз орунға чүшүрүп қойди. Америкалиқ ишчилар дуняниң әң ишчан әмгәкчилири болған тәқдирдиму, қуллуқ әмгики билән риқабәтлишип болғили болмайду”.

Кеңәш палата әзаси рон вейдин сөзи давамида өзиниң һазир уйғур мәҗбурий әмгики бәдилигә ясалған мәһсулатларниң америка базириға киришини чәкләш үчүн америкадики һәр саһәниң ортақ һәрикәт қилиши лазимлиқини тәкитлигән вә өзиниң һазир аптомобил саһәсидики уйғур мәҗбурий әмгикини тәкшүрүватқанлиқини билдүргән.

Мәзкур испат аңлаш йиғинида тәминләш зәнҗирлири, транспорт вә әмгәкчиләр һоқуқиға мунасивәтлик охшимиған органлардин вәкилләр сөз қилған болуп, улар американиң сода қанунидики бошлуқларни қандақ етиш, чегра вә таможна даирилириниң мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини тосуп қелишини қандақ қилип йәниму күчәйтиш, уйғур мәҗбурий әмгикигә қандақ тақабил туруш һәққидики тәтқиқатлирини оттуриға қойған. Йиғиндики гуваһлиқ бәргүчиләрниң бири болған ишчилар һоқуқи бирләшмиси директори сикот нвоа мәхсус уйғур мәҗбурий әмгики мәһсулатлириниң америка базириға кириш әһвали һәққидә доклат бәргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.