Макрон билән меркел ши җинпиң билән сөзлишип, уйғур мәҗбурий әмгикигә қарши тәләплирини оттуриға қойған

Мухбиримиз әркин
2021.07.06

Франсийә президенти еммануел макрон билән германийә баш министири ангела меркел 5-июл күни хитай рәиси ши җинпиң билән ‍екран сөһбити өткүзүп, уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилисини өз ‍ичигә алған бир қатар мәсилиләрни сөзләшкән.

Франсийә президент мәһкимисиниң ашкарлишичә, макрон билән меркелниң һәр ‍иккилиси хитай кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойған, шундақла “мәҗбурий әмгәккә қарши туруш” тәләпләрни қайта тәкитлигән.

Өткән айда әнгилийәдә чақирилған G-7 дөләтлириниң башлиқлар йиғинида уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини хәлқара тәминат зәнҗирдидин тазилаш қарар қилинған иди. Франсийә президент мәһкимисиниң ейтишичә, бу сөһбәт бу йил күздә әнгилийәдә ‍өткүзүлидиған һава келимат йиғини, италийәдә өткүзүлидиған G-20 дөләт башлиқлири йиғинини өз ичигә бир қатар хәлқара йиғинларниң тәйярлиқи ‍икән.

Сөһбәттә франсийә, германийә рәһбәрлири ши җинпиң билән көмүр кан еликтир истансисилирини мәбләғ билән тәминләшкә хатимә бериш, сода мәсилисидә явропаниң “хитай сода базириға кириш вә адил риқабәт тәләплири” ни музакирә қилған. Бу сөһбәт ши җинпиң хитай компартийәсиниң йүз йиллиқини тәбрикләш паалийитидә, хитайниң мустәмликичилик вә хорлуққа хатимә берип, “чоң дөләткә айлинишиниң кәйнигә қайтурғили болмайдиған мусапә” икәнликини җакарлап арқидинла өткүзүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.