Америка дөләт мәҗлисиниң әзалири NBA тәнһәрикәтчилирини уйғур ели пахтисидин ясалған тәнһәрикәт кийимлирини киймәсликкә чақирди
2021.10.21
Америка дөләт мәҗлисиниң әзалири америка базириға уйғур елидики мәҗбурий әмгәккә четилған пахта мәһсулатлириниң кирмәсликигә капаләтлик қилишни йәнә бир қетим тәләп қилди.
Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетиниң рәиси кеңәш палата әзаси җеф мерклей вә муавин рәиси авам палата әзаси җеймис макговерн 20-өктәбир күни американиң таможна вә чегра қоғдаш идариси (CBP) ниң мувәққәт башлиқи трой миллерға хәт йезип, униңдин уйғур елиниң пахтисини ишлитиватқан ширкәтләрниң маллириниң америка базириға импорт қилиниш әһвалини сүрүштүргән.
Улар язған мәктубида болупму һазирқидәк америка васкитбол бирләшмиси “NBA” ниң мусабиқилири башлиниш алдида туруватқан мушундақ бир пәйттә, таможна идарисиниң бу җәһәттики һошярлиқини өстүрүши керәкликини тәкитлигән. Чүнки NBA тәнһәрикәтчилириниң хитайдики уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ болған пахтини ишлитидиған “анта”, “чоққа” вә ли-ниң” қатарлиқ нәтнәрбийә кийим маркилири билән һәмкарлиқи бар икән.
Дөләт мәҗлис әзалири таможна идарисиға йәнә мушу хилдики ширкәтләрниң толуқ тизимликиниму әвәткән. Мәзкур хәткә йәнә кеңәш палата әзаси марко рубийо, авам палата әзаси киристофер симисму қол қойған.
Мәлум болушичә, юқириқи дөләт мәҗлиси әзалири йеқинда йәнә америка дөләтлик васкиболчилар җәмийити (NBPA) гиму хәт йезип, NBA васкитболчилириниң бу тәнтәрбийә кийим ширкәтлири билән түзгән тохтамини аяқлаштурушқа чақирған икән.
NBA Васкитболчилириниң уйғур мәҗбурий әмгики асасидики пахтиға четилип қелиши диққәт қозғаватқан бир пәйттә, америкадики бостон келитлиқлар командиси васкитболчиси әнәс кантәр тибәтләрни қоллап ипадә билдүргән. У хитай дөләт рәиси ши җинпиңни “залим диктатор ши җинпиң” дәп туруп қилған сөзидә “тибәтләргә әркинлик, тибәт тибәтләрниң, уларниң әркинликини қайтуруп бериңлар,” дәп сөз қилған.
Униң тивиттер арқилиқ тарқатқан бу сөзи зор ғулғула қозғиған. Тибәтләр вә кишилик һоқуқ тәрәпдарлириниң алқишиға еришкән. Һалбуки, хитайниң тенсент ширкити дәрһал униң командисиниң ню-йорк никис командиси билән ойнайдиған мусабиқисиниң тарқитилишини тохтатқан. Униң бу һәрикити билән NBA билән хитай арисида йәнә соғуқчилиқ башлайдиғанлиқи мөлчәрләнмәктикән.