Америка һөкүмити уйғур мәҗбурий әмгикигә четилған хитайдики “йида (Esqual) тоқумичилиқ гуруһи” ниң мәһсулатлирини чәклиди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.11.01

Америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи 31-өктәбир күни уйғур мәҗбурий әмгикигә четилғанлиқ сәвәбидин йәнә бир даңлиқ хитай тоқумичилиқ гуруһиниң мәһсулатлирини чәклигән. Буниң билән америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқиниң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” бойичә, мәһсулатлириниң америка базириға киришини чәклигән хитай ширкәтлириниң сани 78 йетип барған.

Америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи қармиқидики таможна вә чегра қоғдаш идарисиниң 31-өктәбир елан қилған баянатида, 1-ноябирдин башлап хитайниң хоңкоңни база қилған “йида гуруһи” (Esqual Group)вә униң тармақ ширкәтлиридин “гуаңдуң йида тоқумичилиқ чәклик һәссидарлиқ ширкити”, “турпан йида тоқумичилиқ һәссидарлиқ чәклик ширкити” қатарлиқларниң мәһсулатлириниң америкаға киришини чәкләнгән.

Америка таможна вә чегра башқуруш идарисиниң қәйт қилишичә, буниңға қошумчә “йида гуруһи” ниң уйғур елидики йәнә бир тармақ ширкити болған “санҗи йида тоқумичилиқ һәссидарлиқ чәклик ширкити” давамлиқ чәкләш тизимликидин орун алған болсиму, лекин бу ширкәт чәкләш тизимликиниң бир тармиқидин чиқирилип, йәнә бир тармиқиға қошулидикән. “йида гуруһи” өзиниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ икәнликини изчил рәт қилип кәлгән болсиму, әмма америка ана вәтән хәвпсизлики министири алихандро майоркас, гумандарларни давамлиқ җавабкарлиққа тартидиғанлиқини ейтқан.

Майоркас мундақ дегән: “биз бүгүнки чәкләш тизимликини кеңәйтиш арқилиқ, америка карханилириниң тәминләш зәнҗирини тоғра мөлчәрлиши, мәҗбурий әмгәктин васитилик яки биваситә пайдиланмаслиқини күтимиз. Министирлиқимиз ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни‚ни давамлиқ кәскин иҗра қилиду. Биз бу арқилиқ кишилик һоқуқни, базарниң әркин һәм адил болушини қоғдап, хилаплиқ қилғучиларни җавабкарлиққа тартишта давамлиқ чиң туримиз.”

Америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи “йида гуруһи” ниң “санҗи йида тоқумичилиқ һәссидарлиқ чәклик ширкити” ни 2022-йики қарар тизимликкә киргүзгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.