Хитай һөкүмити күнтахта завутлиридики уйғур мәҗбурий әмгикини инкар қилди

Мухбиримиз әзиз
2022.11.29

Калифорнийәдики “бөсүш” ақиллар мәркизи (Breakthrough Institute)ниң йеқинда елан қилған зор һәҗимлик доклатида хитай һөкүмити ғәрб дунясини тәминләватқан күнтахта мәһсулатлириниң уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиш бәдилигә ишлиниватқанлиқи тәпсилий баян қилинғаниди. Мәзкур доклат хәлқарада муәййән диққәт қозғиғандин кейин хитай тәрәп буниңдики баянларни “пүтүнләй төһмәт” дәп рәт қилған.

“сода дуняси” гезитиниң 29-ноябирдики обзорида ейтилишичә, бу доклатта күнтахта ишләпчиқиришниң қандақ җапалиқ, хәтәрлик вә саламәтликкә зиянлиқ бир җәрян икәнлики, руда қезиш вә уни айривашлашта уйғурларниң түркүмләп мәҗбурий әмгәккә селинидиғанлиқи, бу саһәдики ишчиларға толиму төвән өлчәмдә һәқ берилидиғанлиқи, шуниң үчүн бу мәһсулатларни сетивалғанлиқниң өзи әмәлийәттә уйғур дияридики қирғинчилиққа шерик болғанлиққа баравәр икәнлики тәпсилий пакитлар билән шәрһләнгән. Әмма уларниң бу һәқтики сүрүштә қилиш паалийәтлири хитай тәрәпниң кәскинлик билән инкар қилишиға дуч кәлгән.

Обзорда ейтилишичә, хитайниң күнтахта ишләпчиқириш саһәсидә “шәрқ үмиди”, “дачүән йеңи енергийә ширкити” (Daqo New Energy), “шинте енергийә ширкити” қатарлиқлар әң чоң ширкәтләр һесаблинидикән. “дачүән” гуруһиниң баянатчиси кевин хе (Kevin He) бу һәқтики соалларға җаваб қайтуруп; “шинҗаңдики завутимизда бирму уйғур ишчи йоқ. Дөлитимиздә ишләпчиқириш күчлирини йөткәш арқилиқ әмгәк күчлирини толуқлаш һаҗәтисз” дегән.

Мәлум болушичә, хитай тәмин әткән күнтахта мәһсулатлириға лазимлиқ материялларниң 42 пирсәнти уйғур дияридин чиқидикән. Хитайниң күнтахта мәһсулатлири болса дуня базириниң 80 пирсәнтини тәшкил қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.