Америка кеңәш палатасиниң малийә комитети аптомобил саһәсиниң уйғур мәҗбурий әмгики билән болған алақисигә диққәт қозғиди

Мухбиримиз әркин
2022.12.23
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Дунядики даңлиқ аптомобил ширкәтлириниң асасән һәммисиниң уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириға четишлиқ икәнлики һәққидики йеқинда елан қилинған бир доклат америка кеңәш палатаси малийә комитетиниң диққитини қозғиған. “үптомобил хәвәрлири” гезитиниң билдүрүшичә, америка кеңәш палатасиниң малийә комитети һәммәбап матор, тесла, форд вә хонда қатарлиқ аптомобил ширкәтлиригә хәт йезип, уларниң хитай тәминләш зәнҗири билән болған алақисигә даир соалларға җаваб беришини тәләп қилған.

Кеңәш палатаси малийә комитетиниң рәиси рон вайден бу ширкәтләрниң иҗраийә директорлириға язған хетидә, “аптомобил ишләпчиқарғучиларниң шинҗаңға четишлиқ барлиқ мал тәминлигүчиләр билән болған мунасивитини тәкшүрүшиниң интайин муһим” икәнликини ейтқан. “үптомобил хәвәрлири” ниң ейтишичә, вайденниң хети тойота, волкисваген, крислерниң игиси болған стеллантис ширкити вә мерсидис-бениз ширкәтлириниң мәсуллириғиму әвәтилгән.

Вайденниң хетидә: “инчикилик билән тәкшүрүш басқучи запчасларниң мәҗбурий әмгәк билән мунасивити йоқлиғини испатлимиғучә, аптомобил ишләпчиқарғучиларниң аптомобиллирини америкада сетишиға болмайду яки сатмаслиқи керәк, бу шинҗаңда қезилған вә ясалған аптомобил парчилириниму өз ичигә алиду” дейилгән.

“аптомобил хәвәрлири” гезитиниң ейтишичә, рон вайденниң аптомобил ишләпчиқарғучиларниң “шинҗаңға четишлиқ хам әшя, кан мәһсулатлири, пишшиқлап ишләш яки парчә запчасларни ишлитиши сәвәблик” һәрқандақ бир мал тәминлигүчиниң мәһсулатини бикар қилған яки тохтатқан-тохтатмиғанлиқини билгүси бар икән. Рон вайден хетидә, әнглийәдики шеффилд һаллам университети тәтқиқатчилириниң йеқинда елан қилған аптомобил санаитиниң асасән һәммиси уйғур районида ишләпчиқирилған полат, алюмин, мис, батарейә, електронлуқ запчас вә башқа үскүниләрни ишлитидиғанлиқи һәққидики доклатини нәқил кәлтүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.