Археологлар қәдимий таримлиқларниң буниңдин 3500 йил аввал меңә оператсийәси қилғанлиқини илгири сүрди
2015.02.05
Йеқинда археологлар уйғур илиниң кичик мирәндики қәдимий қәбриләр топидин 3500 йил аввал яшиған бир аялниң баш сөңикини тапқан. Археологларниң илгири сүрүшичә, бу аялниң баш сөңикидә диаметири 6 сантиметирлиқ бир яра изи бар.
Яра изиниң әтрапидики тоқулмиларниң әслигә келиш әһвалидин қариғанда, 40 яшлардики бу аял 3500 йил аввал меңә оператсийәси қилинған. У оператсийәдин кейин бир ай яки униңдин артуқрақ өмүр көргән болуши мумкин.
Бу пикирни җилин университетиниң археологи җу хоң 1-феврал чақирилған хитайниң мәмликәтлик йиллиқ археологийә йиғинида оттуриға қойған. Җу хоң кичик мирәндики қәдимий қәбристанлиқни қезишқа қатнашқан хитай археологларниң бири.
Археологлар өткән йили 11-айда кичик мирәндики охшаш қәбридин дора вә йемәкликләрни қатурушқа ишлитидиған сөңәк йелими-жилатин байқиған. Бу дуняда һазирға қәдәр байқалған әң қәдимий жилатин, дәп қаралған иди. Кичик мирән кроран қәдимий шәһириниң 175 ғәрбийгә тоғра келиду. Мәзкур қәбристанлиқини 1934- йили шветсийәлик археолог фолк брегман байқиған.