Хитай һөкүмити майк галлагерға җаза елан қилди
2024.05.21
Америка кеңәш палатасиниң әзаси, “америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети” ниң сабиқ рәиси майк галлагер (Mike Gallagher) 21-майда йәнә бир қетим һәрқайси ахбарат васитилириниң диққәт мәркизигә айланди. Шу күни хитай һөкүмити елан қилған униңға қарши җаза һәрқайси саһәниң зор диққитини қозғиди.
“NBC хәвәрлири” ниң шу күндики хәвиридә ейтилишичә, майк галлагер 2024-йили апрелда өзиниң рәислик хизмитидин истепа бәргән болуп, бу җазаниң әмдиликтә елан қилиниши кишиләрни һәйран қалдурған. Майк галлагер һәққидики җаза тоғрисида сөз қилған хитай ташқи ишлар министирлиқи уни “бизниң ички ишлиримизға арилашқанлиқи үчүн биз бу җазани елан қилдуқ” дәп әйиблигән. Шуниңдәк униң хитайға бериши мәний қилинидиғанлиқи, униң хитайдики мал-мүлки байқалса, уни тоңлитидиғанлиқи, шуниңдәк хитайдики һечқандақ тәшкилат яки ширкәтниң униң билән сода алақисида болуши чәклинидиғанлиқини билдүргән.
Мәлум болушичә, галлагер йиллардин буян хитайни әң кәскин тәнқидләп кәлгән сиясийонларниң бири болуп, тәйвәнни қоллашта изчил актип болуп кәлгән. 2024-Йили февралда у тәйвәндики рәсмий зиярити җәрянида сәй йиңвен, ләй чиңде қатарлиқ тәйвән рәһбәрлири билән сөһбәтләшкән һәмдә “хитайниң тәйвәнгә һуҗум қилишини тосуп қелиш үчүн америка һөкүмити һәрбий җәһәттә тәйвәнгә ярдәм бериши лазим” дәп көрсәткән.
Ройтерсниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, 20-май күни америка ташқи ишлар министири антони билинкен әпәнди ашкара һалда тәйвән пирезиденти ләй чиңдениң қәсәм берип вәзипә тапшурувалғанлиқини тәбриклигән. Ләй чиңде болса қәсәм бериш мурасимида хитайниң һәрбий иғвагәрчиликини тәнқидлигән һәмдә “хитай һөкүмити тәйвәнниң мәвҗутлуқиға йүзлинип, тәйвән хәлқиниң таллишиға һөрмәт қилиши, сөһбәтни тоқунушниң үстигә қоюши лазим” дегән. Шуниңдәк тәйвәндики демократийәниң тәһдиткә дуч кәлгәндә җәзмән қоғдилидиғанлиқини билдүргән.