Майк помпейо уйғурлар һәққидә баш мақалә елан қилди
2021.01.20
Америка ташқи ишлар министири майк помпейо ақ сарайдин айрилиш һарписида уйғурлар учраватқан иҗтимаий паҗиәниң ирқий қирғинчилиқ икәнликини җакарлаш билән биргә өзиниң “шинҗаңдики қирғинчилиқ” темиисидики баш мақалисини “вашингтон почтиси” гезитидә елан қилди.
19-январ чүштин кейин елан қилинған бу баш мақалида майк помпейо хитай компартийәсиниң 1950-йиллардин тартип уйғурларға зулум қилип келиватқанлиқини, әмма шунчә узунғичә америка һөкүмитиниң бу мәсилигә сәл қарап кәлгәнликини тәнқидләп: “биз сүкүт қилғанлиқимиз үчүн хитай бәкла һәддидин ешип кәтти. Әмди буниңға давамлиқ йол қоюшқа болмайду” дәп көрсәтти.
У мақалисида йәнә немә үчүн америка һөкүмитиниң уйғурлар дуч келиватқан нөвәттики сиясий бастуруш һәркитини “ирқий қирғинчилқ” дәп бекитишидики сәвәбләр һәққидиму тәпсили чүшәнчә бәрди. Шундақла буниң нәччә йилларға созулған зор көләмлик тәкшүрүш һәмдә көплигән маддий испатлар асасида йәкүнләнгән хуласә икәнликиниму алаһидә әскәртти. Болупму хитай һөкүмитиниң милйонлиған уйғурни лагерға қамаштин сирт йәнә уларни роһий вә җисманий җәһәттин инсан бәрдашлиқ берәлмәйдиған дәриҗидә қийниши, лагер сиртида болса “орвелчә услуб” тики қаттиқ назарәтни иҗра қилиши, шуниңдәк уйғур қиз-чоканлирини мәҗбурий туғмас қиливетиши һәмдә уларни хитайлар билән той қилишқа мәҗбурлиши, уйғур гөдәклирини ата-анилиридин җуда қилиши дегәнләрниң һәммиси ортақ һалда “уйғурларни түп йилтизидин йоқ қиливетиш” тәк қәбиһ мәқсәдни көзлигәнлики һәққидиму тәпсили тохталди.
Америкада җов байдин башчилиқидики йеңи һөкүмәт иш башлаш һарписида америка һөкүмитиниң бундақ бир дәвр бөлгүч қарарни елиши пүтүн дунядики һәрқайси чоң ахбарат вастилиридин кәң йәр алди. Шундақла буниң америка-хитай мунасивитиниң кәлгүси тәрәққиятида актип рол ойнайдиғанлиқи тәхмин қилиниватқанлиқи мәлум.