Америка ташқи ишлар министири помпейониң уйғур һәққидики сөзи хитайни қаттиқ биарам қилди
2019.12.30
Америка ташқи ишлар министири майк помпейониң уйғур районидики бастурушни “террорлуқ билән мунасивәтсиз” дәп елан қилиши хитай һөкүмитини қаттиқ биарам қилған. Хитай ташқи ишлар министирлиқи 30-декабир баянат елан қилип, майк помпейониң сөзлирини “дурус мәқсәтлик әмәс” дәп тәнқидлигән.
Хитай һөкүмити өзиниң тәшвиқатлирида “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” намидики лагерларниң “террорлуқ” вә “әсәбийлик идийәлирини түгитип”, уйғур районида “муқимлиқ бәрпа қилғанлиқи” ни илгири сүрүп кәлгәниди. Лекин, америка ташқи ишлар министири майк помпейо 28-декабир елан қилған уйғурлар һәққидики тветтир сөзидә, “хитай компартийәсиниң тибәт вә шинҗаңдики бастуруш һәрикитиниң террорлуқ билән мунасивити йоқ. Компартийәниң һәрикити өз мусулман пуқралириниң диний етиқади вә мәдәнийитини йоқитишқа урунишидур. Пүтүн әлләр диний әркинликни қоғдиши вә униңға һөрмәт қилиши керәк” дәп тәкитлигән.
Шу күни йәнә америка ташқи ишлар министирлиқи тветтирда пикир билдүрүп, майк помпейониң сөзлирини қайта тәкитлигән. Ташқи ишлар министирлиқиниң тветтир баянатида пәқәт шинҗаңла тилға елинғаниди. Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси гең шуаң 30-декабир күни майк помпейоға қайтурған инкасида, хитай компартийәсиниң аз санлиқ милләтләрни бастуриватқанлиқи һәққидики сөзләр “пүтүнләй иғва һәм қарар чаплаш, у әмәлийәткә уйғун кәлмәйдиған, дурус мәқсәтлик сөзләр әмәс. Хитай тәрәп буниңға қәтий қарши туриду” дегән. Майк помпейо юқириқи сөзләрни хитай һөкүмити уйғур мәсилисидә кәң көләмлик тәшвиқат һуҗуми башлиған, илгири лагерға елип кетилгән уйғурларни таратқуларға чиқирип, өзлириниң “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” намидики лагерларни ақлаватқан мәзгилдә қилғаниди.