Хитай һөкүмити “милләтләр иттипақлиқи” ни “һәр милләт хәлқиниң җан томури” дәп атиған

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.04.17

“шинҗаң гезити” 2024-йили 4-айниң 17-күни елан қилған обзорда,  “милләтләр иттипақлиқи һәр милләт хәлқиниң җан томури вә шинҗаңниң тәрәққият асаси” дейилгән.

Аптоном районлуқ 10-партийә комитетиниң 11-қетимлиқ омумий йиғиниға беғишланған бу обзорда , җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини турғузуш вә мустәһкәмләшниң уйғур елиниң миллий бирлики , илгирилиши вә узун муддәтлик муқимлиқиға мунасивәтлик зор сиясий мәсилә икәнлики тәкитләнгән.

Уйғур аптоном районлуқ сиясий кеңәш бу йилниң бешида ачқан 13-нөвәтлик вәкилләр йиғинида “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңи” бәрпа қилиш тоғрулуқ қарар мақуллинип, тарих, археологийә, мәдәнийәт вә башқа түрлүк саһәләрдә “җуңхуа миллити ортақ еңи” бәрпа қилиш идийәсини пуқралар меңисигә қуюш тәләп қилинғаниди.

Ши җинпиң оттуриға қойған аталмиш “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләш” дегән бу тәшәббус хитайдики барлиқ милләтләрни хитайлаштурушни мәқсәт қилған ассимилятсийә пилани болуп,  әшәддий хитай милләтчилики түсини алған. Йеқинқи йиллардин буян бу тәшәббус һөкүмәтниң сияситигә айлинип, уйғур елидә кәң көләмдә тәшвиқ қилинип кәлмәктә. Хитайниң йәнә “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” дегәндәк намлар астида мустәмликә вә ассимилятсийә сияситини иҗра қилип кәлгәнлики, бу арқилиқ  уйғурларни хитайлаштурушни тезлитиватқанлиқи мәлум.  Адриян зенз қатарлиқ тәтқиқатчилар буни “мәдәнийәт қирғинчилиқи” дәп атап кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.