Уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи йиғинида “милләтләр қәлбдаш болуш” тәкитләнгән
2023.05.31
“тәңритағ тори” вә “шинҗаң гезити” ториниң 5-айниң 29-күни чиқарған хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитети йиғин чақирип, милләтләр иттипақлиқини юқири пәллигә көтүрүш, милләтләрни өзара қәлбдаш болушқа вә бир-бири билән юғурулушқа тәшәббус қилишни муһакимә қилған.
Бу йиғинда ши җинпиңниң “җуңхуа милләтлири ортақ еңини мустәһкәмләш” дегән шоари қайта тәкитләнгән болуп, “һәр милләт җапа вә һалавәттиму, шәрәп вә номустиму, һаят вә маматтиму биргә болуш” дегәнни тәшәббус қилған; буниң үчүн тәшвиқат хизмитини яхши ишләш, “дойин” қатарлиқ иҗтимаий алақә васитилиридин пайдилинип, хитай мәдәнийитиниң сеһрий күчини һәр милләткә һес қилдуруш тәклипи берилгән.
Нөвәттә хитайниң милләтләр иттипақлиқи тәшвиқати һөкүмәт, хәлқ қурултийи вә сиясий кеңәш йиғинлирида давамлиқ тәкитлинип келиватқан болуп, уйғур районидики барлиқ идарә- органлар, мәктәпләр, тәшвиқат бөлүмлири, иҗтимаий таратқулар ши җинпиңниң “барчә милләтләр бир гәвдигә айлиниш” идийәсини тәшәббус қилмақта икән.
Америкадики туңган анализчи ма җү әпәнди бу һәқтә радийомизға қилған сөзидә, аталмиш “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси” дегәнниң әмәлийәттә “хитайға қошулуп кетиш” икәнликини, 56 милләт ассимилатсийә болуп бирла хитайға айланғанда, уларни башқурушниң техиму асан болидиғанлиқини билдүргәниди.