Миллий чалғулар мусабиқиси немини испатлимақчи?

Мухбиримиз әзиз
2023.04.04

Хитай һөкүмити йеқинқи йилларда уйғур диярида изчил давам қилип кәлгән қирғинчилиқниң бир муһим мәзмуни мәдәнийәт қирғинчилиқи болуп, буниңда уйғурларниң мәдәнийәт-сәнәт саһәсидики әң сәрхил талант игилири йоқитиш обйекти болуп кәлгәниди. Бу һәқтики тәнқидий пикирләрниң көпләп оттуриға чиқишиға әгишип, хитай һөкүмитиниң қайтурма инкаслириму тегишлик йосунда охшимиған мунбәрләрдин орун еливатқанлиқи мәлум. Әнә шу хилдики инкасларниң бири қатарида хитай һөкүмити башқурушидики “тәңритағ” тори 4-апрел күни “шинҗаң сәнәт юрти” ниң саһибханилиқида тунҗи нөвәтлик “шинҗаң мәдәнийәт-сәнәт миллий чалғулар мусабиқиси” ниң һәл қилғуч мусабиқисиниң өткүзүлгәнликини хәвәр қилған.

Хәвәрдә ейтилишичә, мусабиқидә раваб, тәмбүр, домбура, ғиҗәк, барбит қатарлиқ чалғу әсваблири орунланған болуп, 200 маһир һәл қилғуч мусабиқигә қатнашқан. Хәвәрдә мусабиқә нәтиҗисиниң 5-апрел күни елан қилинидиғанлиқи ейтилған. Маһирлардин музика кәспидә оқуватқан оқуғучи әзимәт турсун мухбирларға бу һәқтә сөз қилип “мән равабимдин яңриған гүзәл күйләр арқилиқ шинҗаңниң гүзәлликини көпчиликкә намаян қилишқа тириштим” дегән”.

Хитай һөкүмитиниң мушу хилдики хәвәрлири йеқинқи мәзгилләрдә көпийип қеливатқан болуп, буниң хитай һөкүмити алаһидә тәкитләватқан “шинҗаң һәққидики баянларни яхши сөзләш” һәққидики йолйоруқлар билән мас қәдәмдә меңиватқанлиқи диққәт қозғап кәлмәктә. Болупму хитай һөкүмитиниң уйғур сәнәт дунясини хараб қиливатқанлиқи кәскин тәнқидлиниватқан шараитта бундақ паалийәтләрни өткүзүши ‍уларниң уйғур дияридики қирғинчилиқ қилмишини инкар қилиш һәмдә “шинҗаңдики инақ җәмийәт” мәнзирисини көпләп намаян қилиш урунуши, дәп қариливатқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.