Хитай дөләт мудапийә министири сингапорда өткүзүлгән асия бихәтәрлик йиғинида лагерларни ақлиди

Мухбиримиз әркин
2019.06.03

Хитай дөләт мудапийә министири вей феңхе 2‏-июн сингапорда өткүзүлгән асия бихәтәрлик йиғини ‏- “шаңрила диялоги” да сөз қилип, хитайниң уйғур районидики йиғивелиш лагерлирини ақлиған.

Униң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити “шинҗаңда ‛кәспий маһарәт өгиниш мәркәзлири‚ арқилиқ хәлқниң турмуш сәвийәсини өстүрмәктә” икән. Бу тунҗи қетим министир дәриҗилик бир хитай һәрбий әмәлдариниң хәлқара бихәтәрлик йиғинида лагерларни ақлишидур.

Америка дөләт мудапийә министирлиқи өткән айда 3 милйондәк уйғур, қазақ вә башқа мусулман түркий хәлқләрниң лагерларда тутуп туруливатқанлиқини, әмәлийәттә бу орунларни “җаза лагерлири” дәп аташқа әң мувапиқ келидиғанлиқини билдүргән иди. Вей феңхе лагерлар һәққидики сөзләрни йиғинниң соал-җаваб қисмида тәкитлигән. У “шинҗаңда хәлқниң турмуш сәвийәси өскәнлики, бихәтәр һәм муқим турмуштин бәһримән болуватқанлиқи” ни әскәртип, “шуңа, хитайниң шинҗаңдики сиясити тамамән тоғра” дегән. Вей феңхениң илгири сүрүшичә, “кәспий маһарәт мәркәзлири” ниң мәқсити террорлуқниң алдини елип, хәлқни мәзкур районниң тәрәққиятидин бәһримән қилиш икән.

Хитай һөкүмити илгири уйғур районда бундақ бир орунниң барлиқини рәт қилип кәлгән. Хитай һөкүмити 2018‏-йили 8‏-айдин кейин бундақ мәркәзләрниң барлиқини етирап қилип, бу орунларни “кәспий маһарәт мәркәзлири” дәп атиған иди. Вей феңхе йиғинда йәнә хитай компартийәсиниң 1989-йили тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитини қанлиқ бастурғанлиқи ақлиған. У тйәнәнмен һәрикитиниң бир “сиясий қалаймиқанчилиқ” икәнликини илгири сүрүп, хитай һөкүмитиниң уни қораллиқ бастуруштин башқа чариси йоқлиғини тәкитлигән. Вей феңхе “мәркизи һөкүмәтниң қалаймиқанчилиқни тохтитиш үчүн қолланған тәдбири тоғра. Бу хитайни муқим тәрәққият билән тәминлиди” дегән.

Бу йиғинда вей феңхедин бир күн аввал америкиниң мувәққәт дөләт мудапиә министири патрик шанахан сөз қилған. У хитайниң техника оғрилаш қилмиши билән җәнубий деңизни һәрбийләштүрүш һәрикитини тәнқидлигән. У йәнә хитай технологийә ширкити‏-хуавейниң һөкүмәт билән наһайити йеқин алақиси барлиқини, униң хәлқара җәмийәткә тәһдит пәйда қиливатқанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.