Муһаҗирәттики уйғурлар уруқ-туғқанлири һәққидики “ибрәт филим” ләргә инкас қайтурди
2021.08.03
Уйғурлар дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқ чәтәлләрдә күчлүк тәнқидлиниватқанда хитай һөкүмити лагерларға қамалған бир қисим уйғурларниң растинила “җинайәтчи” вә “террорчи” икәнликини “испатлаш” үчүн бу кишиләрниң қандақ “террорлуқ” һәрикәтлиригә бағлинишлиқ икәнликини, хитайниң болса растинила бир “қанун дөлити” икәнликини “ибрәт филимлири” арқилиқ оттуриға елип чиққаниди.
2021-Йили апрел ейида ашкара тарқитилған “көләңгидики җәң” темисидики “ибрәт филимлири” ниң биридә алаһидә орун берилгән юқири дәриҗилик уйғур шәхсләрниң бири ширзат бавудун вә униң “террорлуқ” қилмишини иқтисадий ярдәм билән тәмин әткән ака-ука уйғур содигәр аблимит абабәкри вә абдуләхәт абабәкри иди. Филимда улар “шәрқий түркистан ислам һәрикити” ниң әзалири, дейилиду һәмдә террорлуқ һәрикәтлиригә бир милйон доллардин артуқ иқтисадий ярдәм қилғанлиқи ейтилиду. Йеқинда әнә шуларниң муһаҗирәттики пәрзәнтлиридин дилсар вә абдусалам “иреландийә вақти” гезитиниң зияритини қобул қилип, ата-анисиниң һәқиқий әһвалини аңлатти. Уларниң билдүрүшичә, уларниң дадиси вә тағиси һечқачан һечқандақ террорлуқ тәшкилатиға қатнишип бақмиғаникән.
Мәзкур “ибрәт филимлири” дә көрситилгән йәнә бир уйғур зиялийси ваһитҗан осман болуп, униң түркийәдики пәрзәнти айқанат ваһитҗанму дадисиниң уйғурчә дәрслик китаблириға “террорлуқ” мәзмунидики текистләрни киргүзгәнликини “пүтүнләй төһмәт” дегән. Филимда өлүм җазасиға һөкүм қилинған йәнә бир киши маарип назаритиниң сабиқ назири абдуразақ сайим болуп, униң муһаҗирәттики қизиму дадиси һәққидики баянларниң пүтүнләй ойдуруп чиқилған төһмәт икәнликини тәкитлигән. У бу һәқтә мухбирларға сөз қилип “бу китабларниң һәммиси һөкүмәтниң рухситини алғандин кейин нәшр қилинған. Әмди улар бир өрүлүпла буларни террорлуққа қутратқулуқ қилған, дәп әйибләватиду. Бу задила әқилгә сиғмайдиған бир иш” дегән.
Хәвәрдә көрситилишичә, бу ибрәт филимидики уйғур зиялийлири вә кадирлириниң муһаҗирәттики пәрзәнтлири 2017-йилила уларниң лагерларға вә түрмиләргә елип кетилгәнликини билгән болсиму уларға аваричилик болмаслиқи үчүн вақтинчә сүкүт қилғаникән. Әмма аридин төт йил өткәндә хитай һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқни юқири пәллигә чиқириши ахири улардики сүкүтни бузған. Айқанат бу һәқтә сөз қилип “мән дадам һөрлүккә чиққучә бу йолдин қайтмаймән. Чүнки бир пәрзәнт болуш сүпитим билән дадамниң бөлгүнчи яки террорчи әмәсликини испатлаш мәҗбурийитим бар” дегән.