Даңлиқ боксйорчи муһәммәд алиниң қизи, хитай һөкүмитини уйғурларни бастурушни тохтитишқа чақирди
2023.02.24
Американиң дуняға даңлиқ мусулман боксйорчиси вә җамаәт әрбаби мәрһум муһәммәд алиниң қизи мәрйәм али хитай һөкүмитини уйғур мусулманлирини бастурушни тохтитишқа чақирған.
“америка авази” радийосиниң хәвәр қилишичә, өзиму иҗтимаий паалийәтчи болған мәрйәм али 22-феврал күни “америка авази” радийосиға сөз қилип, хитай һөкүмитигә қарита бу чақириқта болған. Мәрйәм али мундақ дегән: “хитай һөкүмити мусулманларни җазалашни тохтитиши керәк, бундақ қилиш хата. Уларниң өз етиқади бойичә ибадәт қилишиға йол қоюлуши керәк. Мән уларниң қанчилик күчи болса болсун, мусулманларни җазалимайму, өзиниң күчини сақлап қелиш йоли барлиқиға ишинимән. Уларни җазалаш бәк һәддидин ашқанлиқ.”
Мәрйәм али, 20-әсирдики әң даңлиқ тәнһәркәтчиләрниң бири, дәп қаралған вә 2016-йили паркинсон кесили сәвәбидин вапат болған муһәммәд алиниң 9 пәрзәнтиниң әң чоңи болуп, бу униң уйғурларни тунҗи қетим тилға елиши әмәс. “америка авази” радийосиниң хәвиридин мәлум болушичә, мәрйәм али, әгәр дадиси ши җинпиң һөкүмитиниң мусулманларға қилған зулуми вә зиянкәшликлирини билсә, буниңға чоқум қарши турудиғанлиқини ейтқан. Муһәммәд али 1979-йили америка билән хитай дипломатик мунасивәт орнатқандин кейин, хитайни зиярәт қилишқа тәклип қилинған.
У әйни вақитта сабиқ хитай рәһбири дең шявпиң билән көрүшкәндә, хитайниң 20 йилдин көпрәк вақиттин бери бокс тәнтәрбийәсигә қойған чәклимисини бикар қилишини тәләп қилған иди. Мәрйәм али дадисиниң “қуран” да дейилгәнләргә ишәнгәнлики, “қуран” да “динда зорлаш йоқ” дейилгәнлики, кишиләрни өлтүрүшкә вә уларға бесим қилип зорлашқа болмайдиғанлиқини билдүрүп: “әмәлийәттә истибдат һөкүмәтләр әркин пикир қилғучиларни халимайду” дегән.