Уйғур дияриниң еғир дәриҗидә бузулған муһити бейҗиң даирилириниң диққитини қозғашқа башлиған

Мухбиримиз қутлан
2017.03.18

Уйғур диярида күндин-күнгә еғирлишиватқан муһит бузулуш мәсилиси бейҗиң даирилириниң бешини ағритишқа башлиған.

Игилинишичә, бейҗиңдики “икки йиғин” мәзгилидә уйғур дияриға мунасивәтлик пикир-тәклипләр ичидә муһит булғиниш мәсилисиниң әң гәвдилик мәсилә сүпитидә оттуриға қоюлғанлиқи мәлум.

Тәңритағ ториниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, хитай дөләт рәиси ши җинпиң “шинҗаң вәкиллири” ниң муһакимисигә қатнашқанда, райондики екологийәлик муһитни қоғдашни күчәйтип, булғиниш вә қумлишишниң алдини елиш һәққидә мәхсус көрсәтмә бәргән.

Хәвәрдә дейилишичә, уйғур елиниң җәнубий наһийәлиридин кәлгән бәзи вәкилләр муһит һәққидә тәклип берип, “иқтисадий тәрәққият үчүн муһитни қурбан қилмаслиқ” ни тәләп қилған икән.

Мәлумки, қумлишиш сүритиниң тезлишиши, музлуқларниң тарийиши, су мәнбәлириниң азийип, йәр асти су йүзиниң төвәнләп кетиши шуниңдәк һавадики булғима маддиларниң ешип кетиши уйғур диярида әң гәвдилик көрүливатқан муһит мәсилилири икән.

Алдинқи күни хитай мәмликәтлик юқумлуқ кесәлликләр мәркизи үрүмчи шәһириниң һава сүпитиниң хитайдики һаваси әң булғанған 38 шәһәр ичидә әң начар орунда туридиғанлиқини ашкарилиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.