Хитайниң йеңи мустәмликичи болуп қелиши диққәт қозғиди
Хитай һөкүмитиниң хәлқара мунасивәттики мәвқәси вә характери түпәйлидин бир қисим анализчилар «хитай нөвәттә барғансери йеңидин пәйда болған мустәмликичи күчкә айлинип қеливатиду» демәктикән. «Дипломат» журнилиниң 9-ноябирдики санида елан қилинған амитай етзийони имзасидики мақалида бу нуқта алаһидә орун игиләйду.
Апторниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң африқа вә оттура шәрқтики дөләтләр билән болған дипломатик алақиси һазир 19-вә 20-әсирләрдики явропа мустәмликичилириниң паалийәтлиригә нәқәдәр охшайдикән: хитай һөкүмитиниң өзлири ишлигән әрзан баһалиқ товарларни бу җайларда төкмә қилип сетиши; хитай һөкүмитиниң бу җайлардики йәрлик иқтисадни контрол қиливелиши; һәрқайси дөләтләрниң хитайға гәдәнгичә қәрзгә боғулуп қелиши; хитайниң бу җайлардики сиясий, мәдәнийәт вә бихәтәрлик саһәсигә қол тиқиши дегәнләр әйни вақиттики мустәмликичи җаһангирликниң типик мисаллири икән. Нөвәттә бу һал хитайниң ташйол вә нефит йоллири арқилиқ бу җайлардин ғайәт зор байлиқни талан-тараҗ қилишида әкс әтмәктикән.
Мақалида көрситилишичә, нөвәттә африқа буниңдики әң зор қурбан бәргүчи болуп, хитай һазир африқадики 39 дөләтниң әң чоң ташқи сода шерики һесаблинидикән. Хитай һөкүмитиниң бу дөләтләргә ғайәт зор миқдарда қәрз бериши уларниң «ачқан йеригә барған» билән уларниң һәммиси һазир буниң дәрдини тартмақтикән. Чүнки бу дөләтләр бу ғайәт зор қәрзни хитайға «иқтисадий җәһәттә етибар бериш» вә сиясий җәһәттә қәтий қоллаш арқилиқ төлимәктикән.