Мюнхен шәһиридә қораллиқ һуҗум йүз берип, бир қанчә адәм өлгән
2016.07.22

Җүмә күни кәчқурун германийәниң мюнхен шәһиридики бир сода мәркизи қораллиқ һуҗумға учрап, бир қанчә адәм өлгән вә яриланған. Сақчилар һуҗумчи яки һуҗумчиларниң һазирға қәдәр қечип йүрүватқанлиқини билдүрди.
Германийә “билд гезити” ниң билдүрүшичә, һуҗумчи мюнхен олимпик мәйдани йенидики сода сарийида бир қанчә адәмни оққа тутуп, андин шу әтраптики метро истансиси тәрәпкә қарап қечип кәткән. Мюнхен шәһәрлик сақчи идариси фирансийә агентлиқиға бәргән учурида, “бирқанчә адәм өлди вә яриланди” дегән.
Һуҗум йүз бәргән җай дуня уйғур қурултийиниң ишханиси вә шу әтраптики тәклимакан уйғур рестораниға йеқин болуп, һуҗумдин қачқан бәзи аһалиләр д у қ ниң ишханиси вә тәклимакан рестораниға қечип киривалған.
Һазир сақчилар һуҗумчи яки һуҗумчиларни ахтуруватқан болуп, аһалиләрни талаға чиқмаслиққа агаһландурған. Һуҗумни кимниң елип барғанлиқи мәлум әмәс. Әмма бу германийәдә йеқинқи бир һәптә ичидә йүз бәргән 2- қетимлиқ һуҗум.
Буниңдин бир қанчә күн аввал баварийәниң вүзбург шәһиридә 17 яшлиқ бир афғанистан мусапир бала пойизда палта вә пичақ билән йолучиларға һуҗум қилип, илгири кейин болуп, 5 адәмни яриландурған. Һуҗумчи сақчилар тәрипидин етип өлтүрүлгән болсиму, әмма бу вәқә өткән йилдин буян бир милйондин артуқ оттура шәрқлиқ мусапир еқип киргән германийәдә кишиләрни қаттиқ әндишигә селип қойған иди.