Намрат наһийә улуғчаттин 120 тонна алтун записи тепилди
2013.11.05
Хитай һөкүмити тәрипидин намрат наһийиләр тизимликигә киргүзүлгән қизилсу областиниң улуғчат наһийисидин 120 тонна алтун записи тепилғанлиқи һәққидики хәвәр 5-ноябир күни хитайниң шинхуа торида елан қилинди.
Хәвәрдә дейилишичә, бу йил 8-айғичә ениқланған санлиқ мәлуматтин, улуғчат наһийисиниң алтун кенидики йеңидин байқалған запас алтунниң миқдари 70 тонна дәп мөлчәрләнгән болуп, әслидики алтун записини қошқанда, улуғчат наһийисидә һазирғичә ениқланған алтун записи 120 тонна дәп бекитилгән.
Хитайниң һөкүмәт мәтбуатлири “улуғчат наһийисидин йеңидин тепилған алтун записи бу наһийиниң намратлиқ қалпиқини чөрүп ташлиши үчүн пурсәт” дәп тәшвиқ қилмақта. Әмма, уйғурларниң вәзийитини көзәткүчиләрниң бу һәқтики қариши башқичә болуп, улар хитай даирилириниң уйғур елиниң нефит, тәбиий газ, көмүр вә башқа йәр асти, йәр үсти байлиқлириниң хитай һөкүмити вә хитай өлкә, шәһәрлиридин кәлгән хитай көчмәнлири тәрипидин талан-тараҗ қилинғиниға охшаш, улуғчаттики уйғур қатарлиқ йәрлик хәлқләрниңму бу байлиқлардин бәһримән болалмайдиғанлиқини илгири сүрмәктә.