Шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи: “украинаниң NATO ға әза болуши басқучи аддилаштурлиду!”
2023.07.11
Шималий атлантик әһди тәшкилати (NATO)ниң баш катипи җенс столтенберг (Jens Stoltenberg) 11-июл күни литва пайтәхти вилнуста башланған NATO ға әза дөләтләр башлиқлар йиғинида ахбарат елан қилип, украинаниң NATO әза болуш басқучи қисқартилидиғанлиқини елан қилған. Бу 2022-йили 2-айда украинаға қораллиқ таҗавуз қилған русийә үчүн, шундақла русийәниң қораллиқ һуҗумини әйипләшни рәт қилип, уни астирттин қоллиған хитай үчүн күчлүк сигнал, дәп қаралмақта. NATO Ниң бу йеңи қарари түркийә узундин бери тирәҗәп кәлгән шиветсийәниң NATO әза болушини рәт қилиш қараридин ваз кечишигә улапла елан қилинди.
Җенс столтенберг 10-июл мухбрларға түркийә президенти әрдоғанниң шиветсийәниң NATO ға әза болушини қобул қилғанлиқи, бу қарарни тез арида түркийә парламентиниң тәстиқлишиға сунидиғанлиқини билдүргән. Җенс столтенбергниң ейтишичә, әрдоған шветсийәниң NATO ға кириши тоғрисида “ениқ вәдә” бәргән. Чәтәл таратқулириниң хәвәрлиридә, америка түркийәгә F-16 типлиқ уруш айрупилани сетип беришкә қошулғандин кейин, шундақла шветсийә түркийәгә қаритилған қорал-ярақ имбаргосини бикар қилишқа, түркийә пуқралириниң шәнгән (Schengen) дөләтлиридә әркин саяһәт қилишини қоллашқа вәдә қилғандин кейин түркийәниң қарарини өзгәрткәнлики тәкитләнмәктә.
Җенс столтенберг 11-июл елан қилған ахбаратида, украинаниң NATO ға әза болуши икки басқучлуқ җәряндин бир басқучлуқ җәрянға қисқартилғанлиқини билдүрүп, “бу украина үчүн интайин күчлүк пилан, шундақла униң NATO әза болуш мусаписидики ениқ йол” дигән. Җенс столтенберг украина президенти зелениский украинаниң әзалиқиға бир вақит җәдвилиниң бекитилмәсликини “мисли көрүлүп бақмиған һадисә вә қуруқ гәп” дәп көрсәткәндин кейин бу қарарни елан қилған. Лекин җенс столтенберг “украина шәрт-шараит пшшип йитилгәндә вә иттипақдаш дөләтләр қошулғанда NATO ға әза болушқа рәсми тәклип қилиниду” дәп көрсәткән.