NATO Баш катипи стултенберг: “хитайниң җасуслуқ һава шари уларниң нийитини ашкарилап бәрди”

Мухбиримиз ирадә
2023.02.09

Американиң “CNBC” телевизийәсиниң хәвиригә қариғанда, шималий атлантик әһди тәшкилати (NATO) ниң баш катипи җенс столтенберг (Jens Stoltenberg) 8-феврал күни вашингтонда америка ташқий ишлар миниситири антоний билинкен билән учрашқанда, хитайниң җасуслуқ һава шари һәққидә тохталған.

У мундақ дегән: “хитайниң америкада байқалған җасуслуқ һава шари натоға әза дөләтләр вә шундақла дунядики барлиқ дөләтләргә хәвпсизлик хириси пәйда қилди. Бу вәқә бизгә хитайниң һәрикәт әндизисини испатлап бәрмәктә. Биз хитайниң охшимиған типтики көзитиш вә истихбарат техникилириға көпләп мәбләғ селиватқанлиқини көриватимиз.”

У йәнә мундақ дегән: “биз хитай истихбаратиниң даимлиқ хәвпидин агаһ болушимиз керәк. Шундақла өзимизни қоғдаш вә тегишлик инкас қайтуруш үчүн, һәрикәтлиримизни күчәйтишимиз керәк.”

Столтенберг сөзидә хитайниң һәрбий вә ядро иқтидарини наһайити йошурун һалда күчәйтиватқанлиқиниму әскәртип, мундақ дегән: “хитай җәнубий деңизни контрол қилишқа уруниватиду, тәйвәнгә тәһдит селиватиду, шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза дөләтләрни өз ичигә алған һалқилиқ ул әслиһәләрни контрол қилишқа уруниватиду. Өз пуқралирини бастуруп, кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатиду һәмдә москва билән болған истратегийәлик шериклик мунасивитини чоңқурлаштуруватиду”.

Стултенберг йәнә натоға әза дөләтләрниң һазир хитай һәққидики әндишилириниң күчийиватқанлиқини тәкитләп: “мана бу бизниң бүгүнки сөһбимизниң асаслиқ музакирә темиси” дегән.

Америка 4-феврал күни хитайға тәвә җасуслуқ һава шарини мувәппиқийәтлик һалда етип чүшүргән иди. Америка ташқий ишлар министири билинкен америка истихбарат орунлириниң бу һава шарни тәкшүриватқанлиқини вә алдимиздики күнләрдә американиң иттипақдаш дөләтлири һәм бу җасуслуқ һәрикитиниң тәһдитигә учриған дөләтләрни йәниму тәпсилий учурлар билән тәминләйдиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.