Җинс столтенберг NATO дөләтлирини хитайға тайинип қалмаслиққа агаһландурди
2022.11.22
Шималий атлантик окян әһдә тәшкилати, йәни NATO баш катипи җинс столтенберг 21-ноябир испанийәдә өткүзүлгән NATO парламентлар бирләшмисиниң йиғинида NATO дөләтлирини хитайға тайинип қалмаслиққа агаһландурған. Җинс столтенберг, иттипақдаш дөләтләрниң нефит вә тәбиий газ тәминатида русийәгә тайинип қалғанлиқи, һазир униң енергийәни қорал қилип ишләткәнлики, иттипдақдашларниң тәминләш зәнҗирини көп хиллаштуруп, йешил енергийәгә йүзлинишиниң бихәтәрлик вә килимат өзгириши үчүн яхши әһвал икәнликини, лекин йеңи тәминләш йоллирини ечишта еһтият қилишни, болупму хитайниң еһтият қилишни тәкитлигән.
Столтенберг мундақ дегән: “биз хитайниң һалқилиқ ул әслиһәләрни, тәминләш зәнҗири вә муһим санаәт саһәлирини контрол қилиш салмиқини ашуруватқанлиқини көрдуқ. Хитайниң аз учрайдиған минерал маддилири, җүмлидин бизниң телефон, машинилиримиз вә һәрбий әслиһәлиримизни өз ичигә алған һәммә саһәни қаплиди. Биз истибдат һакимийәтләргә бизниң аҗизлиқимизни қоллинип, бизгә бузғунчилиқ қилиш пурсити бәрмәсликимиз керәк”.
Столтенбергниң ейтишичә, “шуниң үчүн бизниң җәмийитимиз вә ул әслиһәлиримизниң бәрдашлиқ бериш иқтидарини күчәйтиш бәк муһим” икән. Җинс столтенберг бу сөзләрни америка дөләт мудапиә министири аустен лилойид 21-ноябир хитай дөләт мудапиә министири вей феңхе билән көрүшүп, униңға хитай һәрбий айропиланлириниң һинди-тинч окян районидики “барғансери күчийиватқан хәтәрлик хаһишлири” дин әндишә қиливатқанлиқини ейтқан бир вақитта тәкитлигән.
Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң көрситишичә, аустен лилойд йәнә америкиниң “хәлқара қанун йол қойған һәрқандақ җайда учуш, деңизда йүрүш вә мәшғулат елип беришни давамлаштуридиғанлиқи”, шундақла “риқабәтни мәсулийәтчанлиқ билән башқуруш һәм алақә йоллирини очуқ тутушниң зөрүрлүки” ни ейтқан.