Шигеру ишиба NATO ниң асия вариянтини қуруп хитайға һәйвә көрситишиниң интайин муһимлиқини ейтқан

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.09.30

27-Сентәбир күни японийәниң һакимийәт бешидики либерал демократлар партийәсиниң рәһбәрликигә сайланған вә һазирқи баш вәзир фумио кишиданиң орниға баш вәзир болидиғанлиқи илгири сүрүлүватқан шигеру ишиба, “асияNATO” синиң ядро қоралларға еришишини ойлишиш зөрүрлүкини вә японийә-америка хәвпсизлик шәртнамисиниң “адәттики дөләтләр” гиму кеңәйтилиши керәкликини ейтқан.

Шигеру ишибаниң либерал демократлар партийәсиниң рәһбәрликигә сайланған вә вәзиписидин айрилиш алдидики баш вәзир фумио кишиданиң вәзиписини өткүзүвалиду, дәп қариливатқан бир пәйттә, бу қарашни оттуриға қоюши диққәт қозғимақта. “японийә хәвәрлири” ториниң 29-сентәбир билдүрүшичә, шигеру ишиба юқириқи қарашни өзиниң 27-сентәбир җүмә күни америкадики ақиллар амбири- “худсун институти” ниң торида елан қилған мақалисидә оттуриға қойған.

Шигеру ишиба “японийә ташқи сияситиниң келәчики” мавзулуқ мақалисидә, “ғәрбтики иттипақдашлириниң ‛шималий атлантик әһди тәшкилати‚ ниң асия вариянтини қуруп, хитайға һәйвисини көрситиштә интайин муһим” икәнликини ейтқан. Униң тәкитлишичә, “русийә, шималий корейә вә хитайдин келидиған ядро қораллар тәһдитигә тақабил туруш үчүн, ‛асия NATO‚ си американиң ядро қораллиридин тәң бәһримән болуши яки ядро қораллирини бу районға киргүзүшни алаһидә ойлишиши керәк” икән.

Шигеру ишиба йәнә америка билән японийәниң 2-дуня урушидин кейин имзалиған америка-японийә хәвпсизлик шәртнамиси һәққидә тохтилип, “мениң вәзипәм америка-японийә иттипақдашлиқини америка-әнглийә иттипақдашлиқиниң дәриҗисигә көтүрүштур” дегән. Шигеру ишибаниң қәйт қилишичә, “японийә-америка хәвпсизлик шәртнамисини ‛адәттики дөләтләр‚ гә кеңәйтишниң шәрт-шараити пишип йетилгән” икән.

Әгәр шигеру ишиба фумио кишиданиң орниға баш вәзирлик орниға чиқса, у хитайниң японийәгә қарита һәрбий иғвагәрчилики күнсери күчәйгән, хитайда “японийә өчмәнлики” кәң тәрғиб қилинип, японийә пуқралирини өлтүрүш вәқәлирини арқа-арқидин йүз бериватқан бир пәйттә һоқуқ йүргүзидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.