Һөкүмәт оргинини партлатқуси барлиқини билдүргән нахшичи тутуп кетилгән
2013.07.24
Бейҗиңлиқ бир нахшичи язмисида хитайниң бир һөкүмәт оргинини партлатқуси барлиқини билдүргәндин кейин тутуп кетилгән. Әмма, униң қоллиғучилири мәзкур текистниң пәқәт һөкүмәткә болған наразилиқини ипадиләштин башқа нәрсә әмәсликини, нахшичиниң әмәлийәттә бундақ қилмайдиғанлиқини билдүрүшкән.
Бейҗиңдики паалийәтчи ху җия нахшичи ву хоңфейниң “чатақ териш” җазаси билән дүшәнбә күни тутуп кетилгәнликини билдүргән.
Ву хоңфей өткән һәптә ахири өзиниң микробологиға бир язма йоллап, хитай һөкүмитиниң өй башқуруш комитетини партлитиветишни ойлайдиғанлиқини билдүргән вә мәзкур комитетта ишләйдиған барлиқ хадимларға ғәзипини билдүргән.
Гәрчә, у немә үчүн шундақ язғанлиқини изаһлимиған болсиму, бәзи көзәткүчиләр бу язминиң нөвәттики хитай яшлиридики бухтурумлуқ кәйпияти ипадиләнгәнликини билдүрүшкән.
Мәлум болушичә, нөвәттә хитайда өй баһаси интайин юқири болғачқа нурғунлиған яшлар өй елишқа қадир болалмайдикән. Улар ой баһасини контрол қилишта һечқандақ роли болмиған һөкүмәт ой башқуруш комитетидин интайин нарази икән.