NBA Ниң түрк васкетбол чолпини уйғурларға әркинлик тәләп қилди
2021.10.22
Америка дөләтлик васкетбол бирләшмиси-NBA да топ ойнайдиған түрк чолпини әнәс кантәр 22-өктәбир твиттерда сөз қилип, хитайни уйғур лагер тутқунлирини бошитишқа, уйғурларға әркинлик беришкә чақирған. У йәнә мусулман дөләтлириниң уйғурлар мәсилисидики позитсийәси “номусссизлиқ” вә “мунапиқлиқ” дәп әйиблигән. Әнәс кантәр буниң сәл алдида тибәтләргә әрклинлик тәләп қилғанлиқи сәвәблик униң камандиси “бостон селтәкис” ниң теңшүн торидики васкетбол оюнлирини чәкләп қойған. Бирақ у буниң арқидинла твиттерда уйғурларни қоллап видейо елан қилған.
У мундақ дигән: “ирқий қирғинчилиқ йүз бериватиду. Шу тапта, мән дәл бу сөзләрни қиливатқан вақитниң өзидә. Қийин-қистақ, мәҗбури бала чүшүрүш, мәҗбурий туғмас қилиш, аилиләрни парчилаш, җаза лагерлири, сияси қайта тәрбийәләш лагерлири, мәҗбури әмгәк қатарлиқлар йүз бериватиду. Буларниң һәммиси шу тапниң өзидә бир милйон 800 миңдин артуқ уйғурларда, йәни хитайниң ғәрбий-шималидики шинҗаң дегән җайда йүз бериватиду.”
Әнәс кантәр йәнә уйғурларниң мусулман түркий қәвм икәнлики, уларниң өз диний, мәдәнийити, тили, тарихи вә кимликини сақлап кәлгәнлики учүн хитайниң йоқитиш нишанлиға айланғанлиқи, хитай һөкүмитиниң уларни йоқилаң баһанәләр билән йоқитиватқанлиқини тәкитлигән.
У йәнә бу қирғинчилиққа сүкүт қилған вә уни көрмәсликкә селиватқан мусулман дөләт рәһбәрлирини тәнқидлигән. У пакистан баш министири имран хан, сәуди әрәбистан падишаһи салман бин абдуләзиз, әрәп бирләшмә хәлипиликиниң әмири муһәммәд бин заид, иран президенти ибраһим рәисигә хитап қилип: “хитай билән сода қилиш вә пул тепишни кишилик һоқуқтин үстүн орунға қоюшуңлар, номуссизлиқ вә мунапиқлиқтур” дегән. У йәнә мисирлиқ даңлиқ путбул чолпини муһәммәт салаһ, америкалиқ васкетбол чолпини кәрим абдулҗаппар, һиндистанлиқ кино чолпини амир ханларни уйғурлар үчүн сөзләшкә чақирған.