“хитайдики әң чоңқур нефит қудуқи” тарим ойманлиқида коланди
2023.01.10
Хитай һөкүмити нәччә он йиллап уйғур дияридин нефит қезиватқан болуп, йеқинда чоңқурлуқи сәккиз миң метирдин ашидиған нефит қудуқлири тарим нефитликидин қезилишқа башлиған.
Хитай башқуришидики “тәңритағ тори” ниң 9-январдики хәвиридә ейтилишичә, бу хил қудуқларниң көпинчиси сәккиз километирдин ашидиған болуп, хитай тәмин әткән нефит бурғилаш хәритисидики сан-санақсиз чекитләр бу хил қудуқларниң нөвәттә көпләп қезиливатқанлиқини көрсәткән. Бу хил қудуқлардин әң йеңилири 9325 метир чоңқурлуқта колиниш пилан қилинған болуп, нөвәттә җидди қезилишқа башлиған. Шу сәвәбтин хитайлар бу қудуққа “хитайдики әң чоңқур коланған нуқта” дәп нам қоювалған. Нөвәттә бу қудуқларниң чоңқурлуқи “дунядики әң игиз чоққа” дәп атиливатқан чомулуңма (хитайчә “җумулаңма” ) чоққисиниң омумий егизликидинму ешип чүшкәнлики хитай ахбаратлиридин көпләп йәр алған.
“хитайниң әң чоң енергийә амбири” дәп атиливатқан уйғур дияри йиллардин буян хитай иқтисадиниң җан томури болған нефит, тәбиий газ, көмүр қатарлиқлар билән тәминләп келиватқан болуп, уйғурларниң намратлиқ ичидики турмуши изчил буниңға рошән селиштурма болуп келиватқанлиқи мәлум. Йеқинқи мәзгилләрдә бу хил зор көләмдики енергийә қезиш пәйда қиливатқан көплигән иккиләмчи амиллар, җүмлидин су байлиқиниң хорап кетиши, муһитниң еғир булғиниши қатарлиқлар һәр саһәниң җиддий диққитини қозғап кәлмәктә.