Хитай нефитчилик гуруһи тарим ойманлиқиниң шималий қисмидин ғайәт зор нефит записи байқиғанлиқини елан қилған
2016.08.29
29 - Авғуст күни хитай нефитчилик гуруһи баянат елан қилип, тарим ойманлиқиниң ғәрбий шималий қисмидин ғайәт зор нефит записи байқиғанлиқини елан қилған.
Хәлқ ториниң бу һәқтики мәхсус хәвиригә қариғанда мәзкур нефитлик “13 - бәш йил” мәзгилидә 150 милйон тонна нефит ишләпчиқиралайдиған базиға айландурулидикән.
Хитай һөкүмити тарим ойманлиқиниң ғәрбий шимали қисмидики ғайәт зор нефитликкә “шүнбей нефитлики” дәп хитайчә нам қойған болуп, һазирқи мөлчәрдә униң байлиқ записи бир милярд 700 милйон тонниға йетидикән. Униң ичидә хам нефит записи 1 милярд 200 милйон тонна, тәбиий газ записи 500 милйон купметир икән.
Игилинишичә, мәзкур нефитликтин ишләпчиқириливатқан һазирқи күндилик нефит миқдари 185 тонна, тәбиий газ миқдари 90 миң күпметир болуп, у, хитайдики мәһсулат сүпити әң юқири нефитликләрниң бири һесаблинидикән.
Хитай һөкүмәт таратқулири бу йилниң бешида хәвәр берип, тарим ойманлиқидин қезиливатқан тәбиий газниң хитай өлкә, шәһәрлиридики 400 милйондин көпрәк аһалиниң йеқилғу мәсилисини һәл қилғанлиқини билдүргән иди. Көзәткүчиләр, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики йәр асти байлиқлирини қезиш миқдарини шиддәт билән ашуруватқанлиқини, йөткәш сүритини илгирикидин нәччә һәссә тезләштүргәнликини илгири сүрмәктә.